алп уйғур тәййарлиған, 2025-йили, 29-сентәбир
хитай шнхва ториниң хәвәр қилишичә, 8-айниң 26-күни, «йеңи вәзийәттә дунйави террорлуққа қарши туруш вә хәвпсизликни идарә қилиш: район вә хәлқъара мәсъулийәт» баш темисидики 3-нөвәтлик террорлуққа қарши туруш хәлқъара муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлгән. хитай дипломатийә министирлики, җамаъәт хәвпсизлики министирлики, шинҗаң уйғур аптоном райони вә хитайниң алақидар ақиллар амбири мәктәплириниң вәкиллири һәмдә әрәб бирләшмә хәлипилики, мисир, русийә, африқа иттипақи қатарлиқ 20 нәччә дөләт вә район тәшкилатидики 100 гә йеқин қатнашқучи башлиниш мурасими, шөбә мунбәр вә йепилиш мурасимиға қатнашқан.
хитай һөкүмити 11-сентәбир вәқәсидин кейин, америкиниң террорлуққа қарши туруш йәршари характерлик һәрикитиниң пурситидин пайдилинип, өзини аталмиш террорлуқ қурбани көрситип, әйни чағда оттура асийада һәрикәт қиливатқан «шәрқий түркистан ислам һәрикити»ни террорчи тәшкилат дәп илан қилған вә б д т, америка қатарлиқ дөләт вә тәшкилатларниң қоллишиға еришкән.
әмма хитай һөкүмити террорлуқни баһанә қилип, уйғурларни қанлиқ бастурған вә һәтта ирқий қирғинчилиқ илип барғанлиқи инсан һәқлири тәшкилатлири вә мустәқил тәтқиқатчилар тәрипидин җәзимләштүрүлгән. америка һөкүмити 2021-йили 19-йанварда хитай һөкүмити уйғур вә башқа аз санлиқ хәлқләргә қарши ирқий қирғинчилиқ җинайити садир қилди дәп әйиплигән.
хитай һөкүмити террорчи дәп илан қилған шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилатини америка террорчи тәшкилат тизимликидин чиқирип ташлиған.