асийә уйғур

20 – әсирниң оттурилирида, уйғур хәлқи икки қетим мустәқил дөләт қурған вә уни сақлап қелишқа урунғаниди. буниң ичидә әң көзгә көрүнәрлик урунуш 1944-йилдин 1949-йилғичә болған арилиқта сабиқ совет иттипақиниң қоллиши билән қурулған шәрқий түркистан җумһурийити иди. лекин мәзкүр җумһурийәт вә уйғурларниң игилик һоқуқи иккинҗи дунйа уруши мәзгиликидики«йалта йиғини» вә 1971-йили б д т омумий йиғининиң «2758-номурлуқ қарари (бир хитайни етирап қилиш қарари)» сәвәблик пүтүнләй йоқ қилинди. һалбуки, йуқуриқи бу келишимләр вә қарарлар уйғурларниң ипадисидин мустәсна вә уйғурлар болмиған сорунларда чиқирилған болуп, уйғурларниң дөләтсиз қелишиғила әмәс, бәлки бүгүнки қисмәтлири, һәтта дунйа җамаъитиниң милләтләрниң «өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи»ға болған чүшәнчилиригә чоңқур тәсир көрситип кәлмәктә. 

 

 «өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи» бирләшкән дөләтләр тәшкилати низамнамисидә, болупму 1-маддиниң 2-тармиқида хәлқъара қанунниң асаслиридин бири икәнлики көрситилгән. гәрчә хәлқъара қанунда һәрқандақ бир милләткә  өзиниң сийасий тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи берилгән болсиму, лекин бундақ һоқуқтин һәммә милләт ортақ пайдилиналиғини йоқ. йәни, африқа вә асийада бу һоқуқ нурғун милләтләрниң башқиларниң мустәмликисидин қутулуп, мустәқил дөләтлирини қурушида қануний асас қилинди. һалбуки, уйғурлар бундақ бир һоқуқтин изчил мәһрум қалдурулди. болупму «соғуқ уруш»ниң җуғрапийилик сийасий мәнпәъәтлири алдида, уйғурларниң мустәмликә астидики бир милләт болуштәк реъаллиқи хәлқъара җамаъәтчилик тәрипидин нәзәрдин пүтүнләй сақит қилинди. 

 

«йалта йиғини»дин илгири, сабиқ совет иттипақи шәрқий түркистан җумһурийитини сийасий истратегийилик сәвәбләр түпәйлидин қоллиғаниди. әйни чағда, совет иттипақиниң шәрқий түркистан җумһурийитини қоллиши униң ғәрб дунйасиға қарши туруш вә оттура асийада тәсир күчини тикләш арзусини әкс әттурәтти. чүнки уйғурлар рәһбәрликидики шәрқий түркистан җумһурийитини қоллаш, гоминдаң һөкүмитини аҗизлаштуруп, совет чеграсидики ғәрбниң тәсирини тосуп қалалайтти (бу йәрдә көздә тутулған ғәрб дунйаси асаслиқи әнгилийә вә американи көрситиду). чүнки бу мәзгилдә әнгилийә вә америка җуңхуа мингони қоллайтти. йәни, шәрқий түркистан җумһурийитиниң бу мәзгилдә қурулуши вә һакемийәт системиниң мукәммәлики, уйғурларниң өз өзини идарә қилиш иқтидариға игә, дөләтчилик еңи болған бир милләт икәнликини намайән қилғаниди.

 

«йалта йиғини»дин кейин, һәммә ишлар бирдинла өзгәрди. чүнки сабиқ совет иттипақи җуңхуа мингони қайта қоллаш арқилиқ, ташқий моңғулийәниң мустәқиллиқини қолға кәлтүрмәкчи болди. уларниң қаришичә, ташқий моңғулийә хитайдин айрилип, мустәқил болғинида, сабиқ совет иттипақиниң ғәрб дунйасиға қарши туруштики мустәһкәм истикамиға айлинатти. әмма уйғурлар үчүн ейтқанда совет иттипақиниң бу қарари уйғурларниң мустәқиллиқ арзулирини пүтүнләй бәрбат қилатти. демәк, 1946 – йилиға кәлгәндә, совет иттипақи уйғурларға бесим ишлитип, шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлирини нәнҗиңда гоминдаң билән келишим түзүшкә мәҗбурлиди. мәзкүр келишим шәрқий түркистан җумһурийитини җуңхуа мингониң шинҗаң өлкисигә айландурди. бу дәвр коммунист хитай билән гоминдаң һөкүмитиниң 2 – қетимлиқ ички уруш дәври иди. бу қетимлиқ уруш 1949 – йили күздә, коммунист хитайниң ғәлбиси билән ахирлашти. җйаң җеши болса ‍икки милйун гоминдаң әскирини елип тәйвәнгә чекинди вә тәйвәндә җуңхуа минго һөкүмитини қурди. бу вақитта уйғурлар өзиниң сийасий тәқдирини өзи бекитишкә тамамән һәқлиқ иди. лекин бәзидә һәқлиқ болуш йетәрлик әмәс болуп, бәзи арзуларни ройапқа чиқириш үчүн күчлүк болушқа тоғра келәтти. әпсуслинарлиқи, сабиқ совет иттипақи уйғурларға болған қоллишини пүтүнләй тохтитип, уйғурларни коммунист хитай һакемийити билән тинчлиқ келишими түзүшкә мәҗбур қилди. ениқрақ ейтқанда, худдий 1945 – йили өктәбирдә башланған шәрқий түркистан җумһурийити билән хитай гоминдаң мәркизий һөкүмити арисидики тинчлиқ сөһбити (11бетимни имзалаш үчүн өткүзүлгән сөһбәт)гә совет иттипақи вастичи болғандәк, бу қетимму хитай компартийәси тәрәп вәкилиниң ғулҗиға келип шәрқий түркистан инқилабий тәрәп билән  аталмиш «тинчлиқ сөһбити (шәрқий түркистанниң игилик һоқуқини коммунист хитай игидарчилиқиға тапшуруш)» өткүзишигә охшашла совет иттипақи тәрәп өзи вастичи болди (нәбиҗан турсунниң «уйғур омумий тарихий» 11- том 141-бәт). һәйран қаларлиқи, 1949 – йили бейҗиңға қарап йолға чиққан әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләр сирлиқ айрупилан вәқәсидә қаза қилди. бу рәһбәрләрниң қазаси уйғурларниң дөләт қуруш урунушиниң йәнә бир қетим паҗиъәлик ахирлашқанлиқидин дерәк берәтти (нәбиҗан турсунниң «уйғур омумий тарихий» 11- том181- вә 182бәтлиригә қаралсун). 

 

1949-йилдин 1971-йилғичә, хитай коммунист һакемийити уйғур елида һәрбий қисим орунлаштуруш, мәмурий районларни қуруш вә бир қатар сийасий һәрикәтләр арқилиқ уйғурлар үстидики контроллуқини мустәһкәмлиди. шу мәзгилдә, чәтъәлләргә қечип чиққан уйғурлар өз мәсилисниң хәлқъарада етирап қилиниши, һечболмиғанда диққәт тартиши үчүн күчиди. әмма уларниң чақириқи соғуқ урушниң идиъологийилик зиддийәтлири сәвәблик чоң тәсир қозғийалмиди. чүнки хитай хәлқ җумһуриити қурулуп узун өтмәйла, ғәрб дунйаси билән чәк – чеграсини толуқ айрип, өзини совет иттипақиниң қойниға атқаниди. бу мәзгилдә совет иттипақи рәһбәрликидики коммунист идиъологийисигә әгәшкән дөләтләр билән америка башчилиқидики ғәрб демократик қиммәт қарашлириға әгәшкән  дөләтләр икки қутупқа бөлүнүп, дунйа соғуқ уруш дәвригә қәдәм қойғаниди. 

 

1971-йили бирләшкән дөләтләр тәшкилатида 2758-номурлуқ қарарниң чиқиши билән хитай хәлқ җумһурийити аталмиш «җуңго(йәни CHINA)»ниң бирдинбир қанунлуқ вәкили салаһийитигә еришип, җуңхуа минго(тәйвән) б д т дин қоғлап чиқирилди. мәзкүр қарарниң елиниши хәлқъарада «CHINA»ниң дипломатик вәкиллик салаһийитигә түзитиш киргүзүш дәп тәрипләнсиму, лекин «CHINA» дегән бу сөзниң ениқлимисиға қайси зиминлар йаки милләтләрниң киридиғанлиқи мәсилисини нәзәрдин пүтүнләй сақит қилғаниди. болупму уйғурлар, тибәтләр вә тәйвәнликләр пәрқлиқ бир сийасий гәвдә йаки обйектип дәп қаралмиди. шуниң билән мәзкүр қарар аталмиш «CHINA»ни бирликкә кәлгән, бөлүнмәс бир гәвдә қилип бәлгилиди. демәк, мәзкүр қарар хитайниң земин тәлипини пүтүнләй етирап қилиш билән уйғур қатарлиқ милләтләрниң игилик һоқуқини пүтүнләй өчүрүп ташлиғаниди. 

 

әслидә бундақ бир ақивәтниң алдини елиш бирләшкән дөләтләр тәшкилати үчүн пүтүнләй мумкин иди. чүнки 1971 – йилидин аввал бирләшкән дөләтләр тәшкилати қайси һөкүмәт йаки дөләтниң «CHINA» дәп аталған тупрақларға вәкиллик қилидиғанлиқи һәққидә ениқ бир қарар чиқармиғаниди. гәрчә бу бир кичиккинә ениқсизлиқ болсиму, лекин бу ениқсизлиқ дәл уйғур, тибәт қатарлиқ хәлқләрниң игилик һоқуқлирини етирап қилишта бир бошлуқ йаки пурсәт қалдурғаниди. әпсуски, 2758 – номурлуқ қарар бу бошлуқни пүтүнләй ғайип қилди. 

 

әмәлийәттә, бундақ бир бошлуқниң пәйда болуши «CHINA» дегән сөз билән зич бағланғаниди. йәни, «CHINA» дегән сөз бипайан тупрақ вә көп мәдәнийәтлик бир районниң җуғрапийилик нами болуп, бу худдий йавропа, африқа дегәндәк қитъәләр уқумидин пәрқләнмәйтти. йәни, «CHINA» сөзи тарихта әзәлдин бир дөләтниң нами сүпитидә қоллинилған болмастин, бәлки бир җуғрапийилик нам сүпитидә қоллинип келингәниди (түркий тиллар дивани). һәтта җуңхуа мингониң хәлқъарада «CHINA» намини қоллинишиму, йәнила бу намниң бир җуғрапийилик нам болғанлиқидәк һәқиқәтни толуқ өзгәртәлмигән. бирләшкән дөләтләр тәшкилати уни хитай хәлқ җумһурийитиниң бирликкә кәлгән игилик һоқуқлуқ кимлики ​​қилип бекитиш арқилиқ, мурәккәп тарихий реъаллиқни бир пүтүн сийасий пакитқа айландурди.  «CHINA» аталғусиниң бу  хилдики сийасий мәниси вә қануний ениқлимиси җәһәттики өзгириши интайин еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарди. йәни бу мәсилә уйғурларни дөләтчилик тарихиға игә бир милләттин, «CHINA» намиға игә боливелип, мутләқ земин пүтүнлүкини тәләп қиливатқан хитайдин ибарәт чоң бир гәвдә ичидики «аз санлиқ милләт гурупписи»ға айландуруп қойди. демәк, уйғурларниң сийасий тәқдири уруш билән әмәс, бәлки хәлқъараниң мәсъулийәтсизлики вә сүкүти билән ғайип қилинди.

 

хитай хәлқ җумһурийити қурулған дәсләпки йилларда, хитай аталмиш һәрқайси милләтләрниң нопусини тәкшүрүш, мәдәнийәт җәһәттә етирап қилиш вә милләтләр иттипақлиқи тәшвиқати арқилиқ, көп милләт бирликкә келип, инақ йашайдиған бир дөләт образини намайән қилишқа урунди. лекин бу урунушлар һәр вақит земин пүтүнлики вә игилик һоқуқни қоғдаш шәрти астида елип берилди. буниң билән маркисизм – ленинизим идийиси вә хитай милләтчилик һәрикәтлири бир гәвдилишип, б д т  йаратқан вә хитай  дөләтчилик идийиси билән қоралланған бир рамка оттуриға чиқти. бу рамка хитай болмиған милләтләрни ассмилатсийә қилишни қануний асасқа игә қилғаниди. чүнки б д т хитайни «CHINA»ниң қанунлуқ игиси дәп етирап қилиш билән, хитайниң ичкий сийаситини нәзирийивий асас билән тәминлиди. дәрвәқә, бу йәрдә хитай билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати һәмкарлишип, дунйа җамаъитиниң көзидила уйғурларниң тарихий вә мәдәнийитини системилиқ һалда өчүрүп ташлашқа болидиған бир қурулмини  бәрпа қилди. 

 

уйғурларниң игилик һоқуқи йаки дөләт қуруш салаһийитиниң йоқитилиши пәқәт хитайдики ичкий бастурушиниңла әмәс бәлки дунйавий таллашниң ортақ нәтиҗисидур. бундақ ақивәтни күчлүк дөләтләрталлиған вә хәлқъара қанунға киргүзүп қанунлаштурған. йәни бу йәрдә шу нәрсә ениқки, «йалта йиғини» совет иттипақиниң прагматизимни принсипниң орниға дәсситип, уйғурларни җуңхуа мингониң бир қисмиға айландурушини кәлтүрүп чиқарған болса, б д т ниң 2758-номурлуқ қарари һечкимниң хитайниң земин һәққигә қайта соъал қоймаслиқиға капаләтлик қилди. демәк улар бирликтә бир милләтниң земининиң дунйа хәритисидин өчүрүлүп кетишигә йол ачидиған қануний вә дипломатик шараъитларни һазирлиди. 

 

бу тарих таки бүгүнгичә өз тәсирини йоқатмиған болуп, өз нөвитидә давамлиқ һалда хәлқъара җәмиъийәтниң уйғурларға һесдашлиқ қилиш вә етирап қилишиға тәсир көрсәтмәктә. йәни, хәлқъара җәмиъ‍ийәт игилик һоқуқниң өзгәрмәсликини қобул қилғанда, сүкүт қилишниму тәртипни сақлашниң бәдили дәп қобул қилған болиду. бүгүнки күндә дунйа уйғурларни йадиға елиш вә тарихни әсләш биләнла чәкләнмәслики керәк; техиму муһими, дунйа җамаъити өзигә шундақ соъал қойуши лазим: биз қуруп чиққан бу хәлқъара җамаъәт сорунида, уйғурлар вә уларға охшаш хәлқләргә орун қалдуралидуқму- йоқ? 

обзордики көзқараш вә нуқтиъийнәзәрләр «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.

асийә уйғур (Asiye Uyghur) «уйғур почтиси» ниң сийасий темилар обзорчиси вә анализчиси, шундақла йазғучи вә мусапирларни қоллаш хизмәтчисидур.