йавропа парламенти: 3-өктәбр

мухбир: уйғуриъан/уйғур почтиси

йавропа парламентида өткүзүлгән конферанс давамида, хитайниң уйғурларға қаратқан «сахта аптономийә» сийасити вә униң арқисидики қирғинчилиқ, мәдәнийәтни йоқитиш һәрикәтлири нуқтилиқ музакирә қилинип, хәлқъаралиқ қануний тәдбирләрни елиш җиддий тәкитләнди.

1-өктәбир күни йавропа парламентида дунйа уйғур қурултийи (WUC) билән йавропа парламенти әзалири, җүмлидин илһам күчүк қатарлиқ сийасийонларниң тәшкиллиши билән хитайниң уйғурларға қаратқан «сахта аптономийә сийасити вә кишилик һоқуқлири» темисида муһим бир конферанс өткүзүлди.

бу йиғинға йәнә дунйа уйғур қурултийиниң рәъиси турғунҗан алавудун, сабиқ рәъиси долқун әйса әпәнди вә белгийә уйғур җәмъийитиниң бир қисим әзалириму қатнашқан болуп, улар муһакимә җәрйанида актип пикир байан қилди.

йиғин ахирида, қатнашқучилар хатирә сүрәткә чүшти. (сүрәт мәнбәси: белгийә уйғур җәмъийити)

бу мунасивәт билән сөз қилған белгийә уйғур җәмъийитиниң рәъиси әкбәрҗан уйғур, бу қетимлиқ сөһбәтниң мәқситини чүшәндүрүп, мунуларни билдүрди:

«бу қетимлиқ сөһбәттә хитайниң аталмиш 70 йиллиқ сахта аптономийәси, вәтәнимизни бесивалғандин кейин йүргүзгән қирғинчилиқ вә мәдәнийәтни йоқитиш сийасити, шундақла уйғурларға елип кәлгән балайи-апәтлири нуқтилиқ музакирә қилинди.»


лагер шаһитиниң гуваһлиқи вә йеңи пакитлар

конферансқа җинайи лагер шаһити қәлбинур сидиқ ханим қатнашти. у өзиниң лагерда көргәнлирини тәпсилий гуваһлиқ бериш арқилиқ, хитай даъирилириниң лагерларда уйғурларға қарши елип барған бастуруш сийасәтлирини йәнә бир қетим хәлқъара җамаъәткә әсләтти.

йеқинда шәрқий түркистанға барған түркийәлик сайаһәтчи йаш таһа болса, өзи тәййарлап кәлгән сүрәтлик программини сунуп, аңлиғучиларға хитайниң йәрлик кишиләргә қаратқан қаттиқ назарәт қилиш, диний чәклимиләр қойуш вә динсизлаштуруш сийасити һәққидә өз көзи билән көргәнлири асасида тәпсилий чүшәнчә бәрди.

муһакимидә йәнә, бир қисим уйғур паъалийәтчиләр өз аъилә әзалириға кәлгән зулумларни аңлитиш арқилиқ, хитайниң дөләт һалқиған бастуруш сийасәтлирини вә уйғур қирғинчилиқиниң давамлишиватқанлиқини шәхсий һекайиләр арқилиқ йәткүзди.


пушту хәлқи билән һәмкарлиқ вә қануний тәдбир тәләп қилиш

конферансқа қатнашқанлар арисида, пакистанда зулум астида йашаватқан пушту хәлқиниң йавропадики паъалийәтчи вәкиллириму бар болуп, улар уйғурлар билән бир сәптә туруп күрәш қилидиғанлиқини билдүрди.

ахирида, аңлиғучиларниң уйғурларниң вәзийити вә улар үчүн немә қилалайдиғанлиқи һәққидики соъаллириға дунйа уйғур қурултийиниң муъавин рәъиси зумрәтъай әркин ханим җаваб бәрди.

зумрәтъай әркин ханим, уйғурлар үчүн дөләтләрниң қануний җәһәттә һәрикәт қоллинишиниң лазимлиқини җиддий тәкитлиди. у аңлиғучиларниң бу җәһәттә йәрлик қанун чиқарғучи парламент әзалири билән алақилишип, уларни қанун лайиһәлирини оттуриға қойушқа һәрикәтләндүрүшниң муһимлиқини билдүрди.