.

зумрәт давут америка һөкүмити вә хәлқъара җәмъийәтни җийәнини қутқузушқа җиддий чақирди

30-‍өктәбир| уйғур таймиз хәвиридин тәрҗимә қилинди (Uyghur Times)

хитай даъирилириниң тор алақиси вә учур әркинликигә зәрбә бириш һәрикити нәтиҗисдә, тонулған уйғур лагер шаһиди зумрәт давутниң 20 йашлиқ җийәни халмурат хелил тутқун қилинған.

 зумрәт давутниң билдүрүшичә, бу йаш йигитниң җинайити пәқәтла куәйшов (хитай тик-ток) суписида ортақлашқан бир сүрәтни «йақтуруш» (Like) ни бесип қойғанлиқидур. бу вәқә зумрәт давутниң америка һөкүмити, таратқулар вә кишилик һоқуқ паъалийәтчилиригә җиддий хәлқъара мураҗиъәт қилишиға сәвәб болди.

зумрәт давутниң елан қилған байанатиға асасланғанда, халмурат хелил «пәқәтла хаталиқ өткүзмигән болуп, у әдәб-әхлақлиқ бир йаш йигит икән». у хитай даъирилириниң бундақ сәвәбсиз тутқун қилиш қилмишини қаттиқ әйиблигән. зумрәт давут вәтәндин кәлгән қайғулуқ хәвәрләрниң үзлүксиз азабини байан қилип, чоң акисиниң өлүм хәвириниму бир нәччә ай өткәндин кейин аңлиғанлиқини тилға алған. у һазир җийәнини қутқузуш үчүн хәлқъара җәмъийәтни бу мәсилини көтүрүп чиқишқа чақирди. у: «мән һәр вақит журналистлар, тәтқиқатчилар йаки һөкүмәт әмәлдарлири билән бу иш тоғрисида сөзлишишкә тәййар» деди.

кишилик һоқуқ тәшкилатлири узундин буйан хитай даъирилириниң уйғурларни чәт әлдики туғқанлири билән болған адәттики тор алақиси үчүнму нишанға елишни давамлаштуруватқанлиқи һәққидә агаһландуруп кәлмәктә. хитай даъирилири чәт әлдики паъалийәтчи уйғурларниң аъилә әзалирини җазалаш арқилиқ, уларниң сөз һоқуқини боғушқа, шундақла вәтәндики уйғурлар арисида қорқунч һасил қилишқа урунмақта.

тәрҗимә қилғучи: таһир имин