америка федератсийә һөкүмити қанчилик пул хәҗләйду?
2024-малийә йилида (FY) тәхминән 6.8 тирилйон доллар. бу америкидики һәр бир адәмгә оттура һесаб билән тәхминән 19,900 долларға тоғра келиду.
һөкүмәтниң хәҗлийәләйдиған миқдари у топлайдиған кирим (мәсилән, баҗ, таможна беҗи вә башқа мәнбәләр арқилиқ) миқдариға бағлиқ. әгәр у киргүзгән киримдин көпрәк хәҗлимәкчи болса, мәбләғни қәрз алиду, нәтиҗидә қәрз пәйда болиду.
федератсийә хираҗити 2023-малийә йилидин 2024-малийә йилиғичә %6.7 төвәнлигән. 2024-йилдики хираҗәт COVID-19 йуқумидин илгирики 2019-малийә йилидикидин %23.8 йуқири болған.
1980-йилдин 2024-йилғичә, хираҗәт 2.9 һәссә ашқан. бу җәрйанда америка нопусиму тәхминән 1.5 һәссә ашқан. хираҗәт нопустин көпрәк ашқанлиқтин, һазир һөкүмәт оттура һесаб билән һәр бир адәмгә техиму көп пул хәҗләватиду.
федератсийә хираҗити 2023-малийә йилидики 6.4 тирилйон доллардин 2024-малийә йилида 6.8 тирилйон долларға ашқан. федератсийә һөкүмити мәбләғни кәң даъирилик программа вә мулазимәтләргә тәқсим қилиду. тәхминән %17.7 дөләт мудапиъәси вә пешқәдәм җәңчиләргә, йәнә %16.2 дөләт вә йәрлик һөкүмәтләргә сәрп қилинған. башқа хәҗләш түрлири қәрз өсүм пуллири вә SNAP (йәни қошумчә озуқлиниш йардәм программиси) қатарлиқ параванлиқ программилирини өз ичигә алиду.
2024-малийә йилида, федератсийә хәҗлимисиниң тәхминән %55 и, йәни 3.8 тирилйон доллар иҗтимаъий капаләт, дөләт мудапиъәси вә шитатларға берилгән пулға сәрп қилинған.
мәнбәси: америка санлиқ мәлуматлар мәркизи (https://usafacts.org)
тәййарлиғучи: уйғур алп