уйғур почтиси, 10-феврал

 ‍нсан һәқлири қанун мәркизи илан қилған байанатқа асасланғанда,  шу йәр вақти 10-феврал күни, австралийә федератсийә сот мәһкимиси австралийә уйғурлири тәрипидин ғоллуқ парчә сетиш шркәтлиридин  бири болған Kmart ширкити үстидин қозғитилған қануний дәваға қарап чиққан.

австралийә тәңритағ уйғур айаллар җәмъийити Kmart ширкитиниң бир қисим кийим-кечәк тәминлигүчилириниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайдиланғанлиқи тоғрисида хәлқни хата йетәкләш вә алдаш характерлик қилмишлар билән шуғулланған-шуғулланмиғанлиқини ениқлаш үчүн мунасивәтлик һөҗҗәтләрни тәләп қилмақта.

игәллинишчә, тәңритағ уйғур айаллар җәмъийитигә Maurice Blackburn адвокатлиқ орни вә ‍нсан һәқлири қанун мәркизи вакаләтчилик қилидикән.

тәңритағ уйғур айаллар җәмъийитиниң рәъиси рамилә чанишев (шарпилиқ) вә қанун мәркизидики адовкатлар ; сүрәт мәнбәси ‍нсан һәқлири қанун мәркизи

өткән йили авғустта, тәңритағ уйғур айаллар җәмъийити федератсийә сот мәһкимисигә илтимас сунуп, Kmart ширкитини өзиниң икки тәминлигүчи ширкитиниң аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райони билән болған алақиси һәққидә немиләрни билидиғанлиқини испатлайдиған һөҗҗәтләрни тапшурушқа мәҗбурлашни тәләп қилған иди.  

Kmart өзини әхлақий сода қилидиған кархана сүпитидә базарға салиду. тәңритағ уйғур айаллар җәмъийити Kmart ниң икки тәминлигүчисигә қарита әхлақий мәнбә рәсмийәтлирини йетәрлик дәриҗидә йолға қойған-қоймиғанлиқини вә ширкәтниң бу һәқтики аммиви байанатлириниң алдаш йаки хата йетәкләш характеридә болған-болмиғанлиқини бекитиш үчүн бу һөҗҗәтләрни тәләп қилмақта. бу дәва Kmart ширкити җәмъийәт тәләп қилған учурларни беришни қайта-қайта рәт қилғандин кейин қозғитилған.

Kmart Australia Limited австралийәдики зәнҗирсиман парчә сетиш талла базарлири гуруһи болуп, у Wesfarmers ширкитиниң Kmart Group тармиқиға тәвә. бу ширкәт австралийә вә йеңи зеландийә миқйасида 325 дуканни башқуриду, баш шитаби мелбурнниң малграв (Mulgrave) райониға җайлашқан болуп, америкидики охшаш намдики шркәт билән 1994-йили пүтүнләй айрилип кәткән.  Kmart ширкити Target Australia ниму өз ичигә алған Kmart Group ниң әзасидур. Kmart Group болса австралийәниң чоң типтики пай контрол ширкити Wesfarmers ниң бир тармиқидур.

әгәр һөҗҗәтләр Kmart ниң тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк хәвпини қаттиқ назарәт қилмиғанлиқини көрситип бәрсә, бу Kmart ниң хата йетәкләш вә алдаш қилмиши билән шуғуллинип, австралийә истемалчилар қануниға хилаплиқ қилғанлиқи һәққидики қануний әрзгә йол ачиду.

бу дело австралийә һөкүмити бүгүнки дәврдики  қуллуққа қарши қанунларни күчәйтиш, җүмлидин ширкәтләрдин өз тәминләш зәнҗиридики заманиви қуллуқ хәвпини тәкшүрүшни тәләп қилиш-қилмашни һәққидә музакирә  елип бериватқан мәзгилдә оттуриға чиққан. бу австралийә һөкүмтиниң бу һәқтики қарариға тәср көрстиши мумкин.

тәңритағ уйғур айаллар җәмъийитиниң рәъиси рамилә чанишев ханим бу һәқтә тохтилип мундақ дегән:

«бу қануний җәрйан уйғур җәмъийити үчүн интайин муһим. биз Kmart тин җаваб тәләп қиливатимиз, шу арқилиқ биз уларниң өз тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәк хәвпини бир тәрәп қилиш һәққидә бәргән вәдиси билән әмәлий һәрикитиниң бир-биригә уйғун келидиған-кәлмәйдиғанлиқини биләләймиз.

Kmart вә барлиқ ширкәтләр хтайниң уйғур мәҗбурий әмгикидин пайда алмаслиққа капаләтлик қилиши керәк. хтайниң уйғур хәлқини түркүмләп қамаққа елиши, зийанкәшлик қилиши вә мәҗбурий әмгәккә селиши толуқ испатланған пакиттур. җәмъийитимиз хтайниң уйғурларға қилған рәһимсиз муъамилиси сәвәбидин аъилә әзалиридин, достлиридин вә йеқинлиридин айрилип қалди.

Kmart австралийәликләр әң көп баридиған сода сарай. әгәр бу ширкәт бу хилдики системилиқ зулумдин қандақтур бир шәкилдә пайда алған болса, австралийәликләрниң буниңдин чөчүп кетидиғанлиқиға ишинимән.»

Maurice Blackburn адвокатлиқ орниниң баш адвокати җеннифер канис мундақ дигән:«бүгүнки сот австралийә парчә сетиш ширкәтлириниң тәминләш зәнҗиригә сиңип киргән уйғур мәҗбурий әмгәк хәвпигә қарита, уларни һәқиқий җавабкарлиққа тартиш җәһәттә тунҗи қетимлиқ тиришчанлиқ һесаблиниду.

Kmart ширкити австралийә тәңритағ уйғур айаллар җәмъийити (AUTWA) ниң Kmart ниң уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисидә хата йетәкләш вә алдаш қилмиши билән шуғулланған-шуғулланмиғанлиқини ениқлиши үчүн зөрүр болған учурларни қолида тутуп туруватиду. 12 айдин артуқ вақит ичидә, Kmart җәмъийәт тәләп қилған һөҗҗәтләрниң бириниму беришни қайта-қайта рәт қилди.

Kmart херидарлириға өзиниң әхлақий мәнбәдин мал сетивелишни вә ‍нсан һәқлирини қоғдашни қоллайдиғанлиқини ейтиду, әмма биз униң икки тәминлигүчиси билән шинҗаңдики уйғур мәҗбурий әмгикиниң ишлитилиши оттурисида ишәнчлик бағлиниш барлиқини билимиз.»

‍нсан һәқлири қанун мәркизиниң мувәққәт қанун директори фрейа диншав мундақ дигән: «бу дело йәнә австралийәниң заманиви қуллуққа қарши туруш қанунлиридики бәзи аҗизлиқларни ашкарилап бәрди. заманиви қуллуққа четишлиқ дегән гуманлар туғулғанда, ширкәтләрни сотқа тартиш вә уларни өз һөҗҗәтлирини ечишқа мәҗбурлаш йүки адәттики пуқраларниң үстигә қалмаслиқи керәк иди. австралийә ширкәтлири қануний җәһәттин өз тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәкни тәкшүрүш вә униңдин сақлинишқа мәҗбурлиниши, әгәр буниңға әмәл қилмиса, еғир ақивәтләргә дуч келиши керәк. австралийә йәнә канада вә америка қатарлиқ дөләтләрдин үлгә елип, мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған малларниң дуканлиримизниң җазилириға чиқип қалмаслиқи үчүн, бундақ малларни импорт қилишни чәклиши керәк.»