уйғур почтиси, 4-март
иһсан умун
уйғур дийаспорасида миллий кимликни сақлаш вә тарихий саватсизлиқни түгитиш мәқситидә, тонулған тарихчи доктор нәбиҗан турсун тәрипидин тәсис қилинған мәхсус «уйғур тарихи дәрсханиси» рәсмий дәрс башлиди. нөвәттә дунйаниң һәрқайси җайлиридики йүзлигән уйғурларниң қизғин қатнишиши билән давамлишиватқан бу ликсийәләр, уйғур тарихини академик өлчәмдә системилиқ өгинишниң тунҗи қетимлиқ чоң типтики тор мәктипи болуп қалди.
игилинишичә, мәзкур дәрсләр нөвәттә «зум» (Zoom) суписи арқилиқ дунйаниң охшимиған вақит районлириға маслаштурулған һалда елип берилмақта. доктор нәбиҗан турсунниң билдүрүшичә, мәзкур дәрисханиниң һазирға қәдәр америка, канада, йавропа, австралийә вә йапонийә қатарлиқ дөләтләрдин 90 ға йеқин әзаси бар икән. уларниң аъилә әзалири вә пәрзәнтлирини қошқанда 200 әтрапида адәм бу дәрсләрни системилиқ аңлаватқан болуп, әзалар сани күндин-күнгә көпәймәктә.
доктор нәбиҗан турсун бу һәқтә тохтилип мундақ деди:
«мәхсус системилиқ уйғур тарихи дәрси бурун һечқандақ йәрдә болған әмәс, һазирму йоқ. бу тонулған бир уйғур тарихшунаси тәрипидин тунҗи қетим системилиқ дәрс қилип тәсис қилинишидур. бир йиллиқ пиланланған бу дәрсләрдә уйғурларниң қәдимдин һазирғичә болған барлиқ дәврлири өзүмниң 13 томлуқ <уйғур омумий тарихи> әсири асасида, академик өлчәмдә сөзлиниду.»
доктор нәбиҗан турсун нөвәттә уйғур тарихиниң хитай тәрипидин өчүрүлүш, өзгәртилиш вә йоқитилиш хәвпигә дуч келиватқанлиқини, шуңа тарихни адил вә илмий шәрһләшниң җиддий зөрүрийәт икәнликини тәкитлиди. у йәнә, дийаспорадики уйғурлар арисида, мәйли зийалий йаки сийасәтчи болсун, омумий йүзлүк «тарихий саватсизлиқ»ниң мәвҗутлуқини оттуриға қойди:
«тарих тәрәққийат әйники, кәлгүсигә йол көрсәткүчтур. тарихини билмигән, өгәнмигән вә өгиништин мәһрум қалдурулған милләт өз кәлгүсини тоғра көрәлмәйду. хуласә шуки, өтмүшсиз, тарихсиз кәлгүси йоқ.»
бу ликсийәләр пәқәтла шәрқий түркистан даъириси билән чәклинип қалмай, «йавро-асийа уйғур тарихи» намида кәң даъирилик мәркизий асийа вә түркий хәлқләр тарихи билән бағлинишлиқ һалда өтүлмәктә. дәрис һәқлиқ болуп, оқуғучилар тезимлитиш арқилиқ қатнашса болидикән.
ликсийәгә қатнишиватқан оқуғучилар доктор нәбиҗан турсунниң ликсийәлиридин алған тәсиратлирини наһайити йуқири баһалимақта. амрикидин бу ликсийәгә қатнишиватқан тонулған җамаъәт әрбаби сәмәт авут өз тәсиратини байан қилип мундақ деди:
«биз вәтәндә оқуған тарихий романларда һессийат вә пәрәзләр көп иди. лекин доктор нәбиҗан турсунниң ликсийәлири узун вақитлиқ илмий тәтқиқат вә пакитларға асасланғанлиқи үчүн, биз бурун билмәйдиған нурғун йеңи билимләргә еришиватимиз. ликсийәләр җәлип қиларлиқ сөзлиниватиду. өз тарихимизни, доктур нәбиҗан турсундәк тарих тәтқиқат алимлиримиздин аңлашниң нәқәдәр зөрүр икәнликини техиму һес қиливатимән.»
мәзкур оқуғучи йәнә йаш әвладларни өз миллитиниң тарихини тиришип өгинишкә, шундақ қилғандила миллий ғурур вә сөйгүниң техиму күчийидиғанлиқини тәвсийә қилди.
доктор нәбиҗан турсунниң бу түрдики системилиқ ликсийәлириниң кеңийип бериши, уйғур йашлириниң кимлик йилтизини сақлап қелишида муһим бир бурулуш нуқтиси болуп қалидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.