уйғур почтиси

1-април

дунйа уйғур қурултийи (WUC) билән уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи (UZDM) дин тәшкилләнгән бир вәкилләр өмики 27-март  голландийәдики  зийаритини тамамлиди.

зийарәт җәрйанида дунйа уйғур қурултий рәъиси турғунҗан алавудун, муъавин рәъиси зумрәтъай әркин, уйғур демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи долқун әйса қатарлиқлар  уйғурларниң узун мәзгиллик қоллиғучиси, шәһәрлик кеңәш әзаси сулайман қойунҗу (Süleyman Koyuncu) билән көрүшти.

сулайман қойунҗу әпәндиниң тәшәббуслири астида, мәзкур районда хитайниң назарәт камералирини ишлитишни тохтитиш һәққидә қарар қобул қилинған. шундақла, һөкүмәтниң сетивелиш сийасәтлирини әхлақ өлчимигә уйғунлаштуруш арқилиқ, қатнаш саһәсини өз ичигә алған барлиқ саһәләрдә уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ мәһсулатлардин сақлиниш үчүн тиришчанлиқ көрстилмәктә икән.

у йәнә «шинҗаң» дегән сөзниң орниға «шәрқий түркистан» дегән намни рәсмий етирап қилиш һәққидики тәклип лайиһәсини қоллап, уйғур җәмъийитиниң кимликини һөрмәтләйдиғанлиқини билдүргән.

дунйа уйғур қурултийи  әкстә сулайман қойунҗу әпәндигә рәһмәт ийтқан вә уйғурларниң көңүл совғисни ипадилигән.

бу қетимлиқ зийарәт уйғурларниң ‍нсан һәқлири паъалийәтлири һәрикәтлирини йавропада техиму күчәйтиш вә мәҗбурий әмгәккә қарши әмәлий тәдбирләрни қолға кәлтүрүш җәһәттә муһим әһмийәткә игә.