тәһрир бөлүмидин сөз: 5-феврал ғулҗа инқилаби вә хитайниң бастуруши — уйғур бүгүнки заман тарихидики муһим сийасий вәқәләрниң бири һесаблиниду. «уйғур почтиси» тәһрирати 2026-йили 5-феврал ғулҗа һәрикитиниң 29 йиллиқ мунасивити билән, бу саһәдә издинип келиватқан уйғур обзорчи гүлшән абдуқадир ханимни мәхсус обзор йезишқа тәклип қилди.
гүлшән абдуқадир (сәһәр)
обзор
(5- феврал ғулҗа инқилабиниң 29 йиллиқиға беғишлаймән)

алди билән бу обзорумниң тунҗи қурлирини худди «5- феврал архиплири -1- вә -2-» китабимниң тунҗи җүмлисини башлиғинимдәк, 5- феврал ғулҗа инқилаби һәққидә билмәйдиғанлиримиз билидиғанлиримиздин көп дәп башлимақчимән. йәнә изаһат бериш тоғра кәлсә, 5- феврал ғулҗа инқилаби пәқәт 1997- йили 5- феврал күнидики намайишнила көрсәтмәйдиғанлиқини, бәлки 1990- йили зәһәргә қарши мәшрәп һәрикити билән башлинип, 5- феврал ғулҗа намайишида әвҗигә чиққан, хиттайниң қара тутқуниға қарши партизанлиқ қаршилиқ һәрикәтлири һәммә йәрни қаплиған вә 2000- йиллириға кәлгәндә хиттай фашист һакимийити тәрипидин қанлиқ бастурулған, 10 йил давам қилған зәһәргә шундақла хиттай һакимийитиниң шәрқий түркистандики 50 йилға йеқин йүргүзгән бастуруш сийасәтлиригә қарши уйғур һазирқи заман тарихидики дәвр бөлгүч бир инқилаб икәнликини изаһлимақчимән.
5- феврал ғулҗа инқилаби өз нөвитидә йәнә 5- феврал ғулҗа қирғинчилиқи хиттай һакимийити тәрипидин 1996- йили 3- айда елан қилинған уйғур қирғинчилиқиға челинған тунҗи сигнал һесаблинидиған 7- номурлуқ һөҗҗәтниң тунҗи иҗра қилиниши болуп һесаблиниду. шу йили йәнә хиттай уйғурларниң қан қериндашлири вә әтрапидики чеградаш дөләтләр болған қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә русийә билән бирликтә аталмиш «хиттайниң чегра бихәтәрликини қоғдаш» намидики «үч хил күчләр» вә «терорчилар»ни қоғлап тутуп хиттайға өткүзүп беридиған тәшкилати «шаңхәй бәш һәмкарлиқ тәшкилати»ни қуруп чиқти. хиттай тилға алған бу үч хил күч вә терорчилар уйғурларни көрсәтти. ғулҗа хәлқи, ғулҗа шәһириниң хиттай һакимийити тәрипидин мәқсәтлик һалда зәһәр шәһиригә айландуруп қойулуватқанлиқидин ибарәт бу һәқиқәтни испатлашқа чарисиз иди.
арилиқтин 29 йил вақит өткән бүгүнки күндә, хиттайниң өзидин җуғрапийәлик җәһәттә ниһайәттә узақ болған, дунйадики әң күчлүк болған америкиға тәсир көрситип, америка хәлқини «фентанил» (Fentanyl) дегән зәһәр билән зәһәрләватқанлиқиға шаһит болуп туруптимиз.
бу һәптә америка пиризенти доналд трамп әпәндим рәсмий һөҗҗәтләрдә фентанил һәққидә тохтилип, йүз миңлиған америкилиқниң җениға замин болған дегән ибариләрни ишләткән. у хиттайниң мексикидики карталлар арқилиқ мексика вә канададики очуқлар арқилиқ кириватқан фентанил еқимиға қарши ниһайәттә қаттиқ сөзләр ишләткән. мәсилән: 2025- йили 15- декабир күни ақсарай тәрипидин елан қилинған, фентанилни топлимисал қирғин қорали йәни (Weapons of Mass Destruction) дәп синплаштурған җәдвәлдә, фентанилниң йүз миңлиған америкилиқниң һайатидин айрилишиға сәвәб болғанлиқини, чәт әлдики өмүчүксиман торлири вә мексикидики бағлиниши барлиқи вә әсли мәнбәсиниң хиттай икәнликини оттуриға қойди. бүгүнки америкилиқларниң хиттайниң «йумшақ сиңип кириши» арқилиқ зәһәрлиниши, буниңдин 29 йил бурунқи ғулҗа шәһириниң зәһәрлиниши иди.
барин инқилабиниң сәркирдиси зәйнидин йүсүп дустлириниң «йа қорал сетивалғудәк пулимиз йоқ, йа қолимизда қоралимиз йоқ, қандақму қораллиқ күрәш қилалаймиз?» дегән соъалиға толиму ишәнчлик һалда җаваб берип: «хиттайниң қолидики аптоматини тартивелиш арқилиқ қораллиқ күрәш қилимиз» дегән иди. 5- феврал ғулҗа инқилаби мана мушу һәқиқәтни испатлиған инқилаб болуп, 5- феврал ғулҗа инқилабиниң қәһриман күрәшчиси, сәркирдиси турсун сәләй 1998- йили 19- апрел күнидики ғулҗа наһийә худийар йүзи тоқунушида, хиттайниң мәмликәт дәриҗилик алий әскири, хиттайниң 5- феврал ғулҗа инқилабини бастуруш үчүн ичкири өлкиләрдин ғулҗиға әвәткән қомандани луңфейниң қоралини тартивелип, ғулҗидики қанлиқ қирғинчилиқниң баш қомандани луңфейни етип ташлиған вә хиттайниң қатмуқат муһасирисини бөсүп чиқип, йәнә шу йили йүз бәргән 26- ийун тохучийүзи тоқунушида луңфейниң қоралини ишлитип, чиш-тирниғиғичә қоралланған хиттай әскәрлиригә һуҗум қилип, сәпдашлиридин һәмит муһәммәт, қасим мәқбир вә илйас зордун қатарлиқларниң муһасирини бөсүп чиқип кетишигә капаләтлик қилған.
шу күнки тоқунушта турсун сәләй йәнә хиттайниң алий қоралларға саһиб алий дәриҗилик әскәрлиридин койуңчийаң , нурлан қатарлиқларни етип ташлап, хиттай ғалчиси абдурахман пәйзи қатарлиқларни өз ичигә алған нурғунлиған хиттай әскәрлирини еғир йариландурған.
шуни алаһидә тәкитләш керәкки, 5- феврал ғулҗа партизанлиридин һаммат мәмитимин, турсун сәләй қатарлиқларниң әйни чағда қолида қорал бар болсиму, әмма бирәрму хиттай пуқрасиға һуҗум қилмиған. улар шундақ бир күнни, йәни хиттай әскәр-җәңчилири билән тоқунушидиған бир күнни күткән. шундақ болушиға қаримай, хиттай дунйаға өзини тероризмниң қурбани қилип көрсәтмәктә. ундақта хиттайдин вә дунйадин шундақ бир соъални сорашқа тоғра келиду: 80 йилдин буйан хиттай изчил қирғинчилиқ елип бериватқан уйғурлар неминиң қурбани?
5- феврал ғулҗа инқилаби ахирлаштиму? йақ, ахирлашмиди. барин роһи вә ғулҗа 5- феврал роһи көкләйду. барин вә ғулҗа 5- феврал роһи йеңи демократик сүрийә дөлитидә көкләйду вә чақнайду. йеңи сүрийә демократик дөлитиниң 84- дивизийәсини тәшкил қилған уйғур бәгчиләр, барин вә 5- феврал роһиниң давами.
гүлшән абдуқадир: 1967-йили ғулҗа шәһиридә зийалий аъилисидә туғулған. у 1989-йили «шинҗаң» университети ахбарат факултетини пүттүргән. 2003-йили вәтәндин айрилған болуп, һазир канадада йашайду. гүлшән абдуқадир көплигән әдәбий әсәрләрниң аптори болуп, униң һазирғичә «5-феврал архиплири (1- вә 2-китаб)», «дөнкихот вә санчупанза уйғур», «вәтәнгә визам йоқ», «тим хортонда ишлигән айал», «онтарийо көли билән сөһбәт» вә «дәрваза урулғанда» қатарлиқ җәмъий 4 парчә китаби нәшир қилинған.