уйғур почтиси, 25-өктәбир
мәшһур уйғур иқтисадшунаси вә адаләт тәшәббусчиси профессор илһам тохти 2025-йили 10-айниң 25-күни 56 йашқа кирди. униң бу туғулған күни давамлиқ хитай түрмисидә өтмәктә. 2014-йили муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған тохти әпәндиниң әһвали вә униң әркинлики һәққидики чақириқлар хәлқъара җәмъийәтниң күнтәртипидин йәнила чүшмиди.
2014-йили 15-йанвардин башлап түрмидә йетиватқан илһам тохтиниң саламәтлик әһвали вә көрүшүш әһвали һәққидә һазирғичә хитай даъирилири тәрипидин рәсмий, ишәнчлик мәлумат берилмигән. униң аъилә-тавабиъатлириниң йоқлиши чәкләнгән йаки үзүлүп қалған болуп, хәлқъара җамаъәтчилик униң һайати вә әһвалидин интайин әндишә қилмақта.
«сахароф мукапати» қатарлиқ хәлқъаралиқ он нәччә мукапатниң саһиби илһам тохтиниң 56 йашқа киргәнлики мунасивити билән, дунйа миқйасидики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, парламент әзалири вә униң қизи җәвһәр илһам қатарлиқлар бирликтә хитай һөкүмитидин тохтини дәрһал шәртсиз қойуп беришни тәләп қилди.
җәвһәр файис бук һесабиға мундақ йазған:
«җиним дадам! қәдирлик, әң қәдирлик дада! сизниң йәнә бир қетим әң йахши көридиған қара кастйум-бурулкиңизни кийип алдимда турушиңизни қанчилик арзу қилимән! сизниң йәнә бир қетим қизғинлиқ билән дәрс өтүп, авазиңизниң каридорниң у четигичә йаңрап кәткәнликини аңлашни арзу қилимән! сизниң достлириңиз билән йәнә бир шәһәрдин йәнә бир шәһәргә велисипит минип сайаһитиңиз үчүн шунчилик һайаҗанланғанлиқиңизни көрүшни арзу қилимән! сизниң йениңизда туруп, йәнә бир қетим туғулған күниңизни тәбрикләшни арзу қилимән.
мән бу күнләрниң тездин қайтип келиши үчүн һәр күни тәңригә дуъа қилимән вә қаттиқ күрәш қилимән.
җеним дада, бүгүн сиз 56 йашқа киргән туғулған күниңиз. бизниң бу алаһидә күнни биллә өткүзүп, сизни тәбриклийәлигинимизгә 12 йил болғанлиқини һес қилиш интайин азаплиқ.
бүгүн, мән тәңригә йәнә бир қетим дуъа қилимән— пәқәт сизниң сағламлиқиңизниң йахши болуши вә аъилимизгә аман-есән қайтип келишиңиз үчүнла әмәс, бәлки тәңриниң сизгә мәзмутлуқ, мәрданилиқ, сәврчанлиқ вә адаләтсизликкә қарши давамлиқ күрәш қилиш җасаритини үзлүксиз ата қилиши үчүн дуъа қилимән. амин.»
тәййарлиғучи: таһир имин уйғуриъан