уйғур почтиси, 24-нойабир
аминә сәдәф
5- нойабир түркийәниң һәрқайси җайлиридин кәлгән йаш тәтқиқатчилар истанбулдики сабаһиттин зайим университетида әһмийәтлик бир учришишта җәм болди.
бу учришиш 8- қетимлиқ йаш тәтқиқатчилар илмий муһакимә йиғини болуп, түркийәниң һәрқайси җайлиридин кәлгән һәр саһә, һәр кәсиптә илгириләватқан йаш тәтқиқатчилар өз кәспи саһәсидә мол мәзмунлуқ тәтқиқат мақалилирини вә доклатлирини сунди.
йиғинда ечилиш сөзи қилған уйғур академийәси алий маъарип комитети мудири намәтҗан мәмәт орхун бу қетимқи йиғинниң 2011- йилидин башлап қәрәллик өткүзүлүп келиватқанлиқини вә 2017- йили 7- қетимлиқи өткүзүлгәндин кейин тохтап қалған йаш тәтқиқатчилар илмий муһакимә йиғининиң давами икәнликини, бу йиғинниң түркийәдики уйғур аспирантлар вә йеңидин хизмәткә чиққан тәтқиқатчилар үчүн өзлириниң әсәрлирини тонуштуруш, пикир алмаштуруш вә илмий тәтқиқат қилишни өгиниш пурсити билән тәминләшни мәқсәт қилғанлиқини тәкитләп өтти.

йиғинда уйғур академийәси муъавин рәъиси вә уйғур академийәси вәхпә рәъиси абдулһәмид қарахан уйғур академийәси рәъиси ришат аббас әпәндиниң салимини йәткүзүш билән биргә, 2011- йилидин 2017- йилғичә қәрәллик елип берилған уйғур йаш тәтқиқатчилар муһакимә йиғининиң вәтән сиртида доктор вә магистирлиқта оқуватқан йашларға өзини ипадиләш пурсити йаритип, қабил йашларниң оттуриға чиқишиға, шундақла, бу йашларниң бир қисминиң шәрқий түркистан мустәқиллиқ күришиниң алдинқи сәплиридә хизмәт қилишиға супа йаритип бәргәнликини әскәртип өтти. абдулһәмид қарахан сөзидә йәнә, бу түрлүк хизмәтләрниң системилиқ елип берилиши үчүн досент намәтҗан әмәт орхон башчилиқида уйғур академийәси алий маъарип комитетиниң қурулғанлиқини елан қилди.

бу қетимқи тәтқиқат йиғинида охшимиған кәсиптики сәккиз йаш тәтқиқатчи доктор борһан улуғйол, нуриддин избасар вә мәмтимин бәгтимур қатарлиқ устазларниң рийасәтчиликидә, өзлириниң алдин тәййарлиған мақалилирини сунди.
бу муһакимә йиғинида сунулған мақалиләр:
- уйғурларда писхика еңини йуқири көтүрүшниң зөрүрийити (илаһийәт пәнлири тәтқиқатчиси камилә фазил)
- молекола дәриҗисидә йахшиланған гелокосидаз актиплиқи билән йеңи бир биъологийәлик индикатор үстидә издиниш (биъологийә пәнлири доктори сулайман һаким)
- хотән ислам һөкүмити: шәрқий түркистан сийасий сәһниси (тарих пәнлири магистири рәһимә турсун)
- көрүнмәс азаб: сестиралиқ кәспидә өлүм қайғуси билән күрәш қилиш (сестира мукәррәм муһәммәтъимин)
- шәрқий түркистан җәдитчилик һәрикитиниң уйғур әдәбийатиға көрсәткән тәсири (түркологийә пәнлири магистири сүбһинур өмәрҗан)
- иккинчи бир тил өгиништә ана тилниң роли (инглиз тили оқутқучиси мәрйәм мухтәр)
- уйғур тебабитидә ақ кесәлни давалаш вә кәлгүси йүзлинишләр (терә кесәлликлири тәтқиқатчиси, доктор абдулкәрим сатуқ буғра)
- токта тоқулған никел оксид, нано талаларниң дәриҗидин ташқири батарейәләрдә қоллинилиши (физика пәнлири магистири ризвангүл абдулла)
аминә сәдәф- уйғур почтисиниң түркийә станбулда турушлуқ мухбири, у диъаспора, уйғур айаллири, мәдәнийәт саһәсдә йазиду.