(мәмәт тохтиниң »уйғур почтиси«ниң барлиққа келишигә беғишлиған тәбрик сөзи)

»уйғур почтиси«ниң қурулғанлиқиға чин қәлбимдин тәбриклиримни йоллаймән. мениңчә, бу бизниң хәлқимиз үчүн муһим абидә, шундақла уйғурларниң мәйданидин илип бирилидиған мустәқил ахбаратчилиқ үчүн алаһидә муһим бир басқуч һесаблиниду.

болупму, хитай коммунистик партийәси өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини вә башқа җинайәтлирини йошуруш үчүн сахта вә йалған учур тәшвиқатини қоралға айландуруватқан бир пәйттә, »уйғур почтиси« наһайити муһим.

»уйғур почтиси«дәк мустәқил уйғур таратқусиниң барлиққа келиши җиддий һәм тарихий әһмийәткә игә.

»уйғур почтиси« мустәқил уйғур таратқуси вә мустәқил ахбаратчилиқ саһәсдә узундин бери сақлинип кәлгән бошлуқни толдуриду.  биз хитай ишғалийитидики шәрқий түркистанда бундақ супини қурушниң мумкин әмәсликини билимиз. мустәқил уйғур таратқуси сүпитидики »уйғур почтиси«ниң барлиққа келиши хәлқимизниң қирғинчилиқ астидики азаб-оқубәтлириниң һәқиқити вә муһаҗирәттики қаршилиқ күчимизниң дунйа җамаъәтчиликигә бурмиланмай йитип беришиға капаләтлик қилиду.

бу йеңи супа арқилиқ уйғурларниң авази әмди хәлқъара таратқу саһәсидә биваситә вә сүзүлмигән һалда орун алиду.  »уйғур почтиси« вәзийәт һәққидә ениқлиқ вә дәлил-испат тәминләйду һәмдә хитай коммунистик партийәсиниң байанлири вә тәшвиқатлириға күчлүк қарши туриду.

йеқин достум таһир имин уйғурийанға вә униң хизмәтдашлириға »уйғур почтиси«ни барлиққа кәлтүрүштики тәсәввури, җасарити вә әқидиси  үчүн чоңқур миннәтдарлиқимни билдүримән. силәрниң хизмитиңлар адаләт, иззәт-һөрмәт вә һәқиқәт йолидики ортақ күришимизни күчәйтиду.

»уйғур почтиси«ниң қурулғанлиқин йәнә бир қетим қизғин тәбрикләймән вә кәлгүси қәдәмлири үчүн әң йахши тиләклиримни билдүримән. 

мәмәт тохти канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» ниң иҗраъийә дериктори, канада һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши, 10 миң уйғурни көчүрүши вә хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшкә чақириқ қилиш қатарлиқ һәрикәтлири сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин җаза елан қилинған уйғур паъалийәтчи.