уйғур почтиси, 28-феврал
алп
истанбулдики хәлқъара мунасивәтләр академийәсиниң тәтқиқатчиси муһәммәтъемин уйғур, шәрқий түркистандики зулумниң 2017-йилидики ашкара бастуруш басқучидин техиму хәтәрлик вә системилиқ болған йеңи бир басқучқа қәдәм қойғанлиқини оттуриға қойди. у йеқинда «әрәби 21» (Arabi21) ториға бәргән мәхсус сөһбитидә, хитайниң нөвәттики тактика өзгиришлири вә ислам дунйасиниң бу паҗиъәгә тутқан позитсийәсини әтраплиқ анализ қилди.
муһәммәтъемин уйғурниң байан қилишичә, хитай һөкүмити ашкара иҗра қилинған мәсчит чеқиш йаки сақал-бурут чәкләштәк сийасәтләрниң орниға, һазир техиму йошурун елип берилидиған «йумшақ қирғинчилиқ»ни йолға қойған. сөһбәттә дейилишичә, хитай бу басқучта балиларни аъилисидин мәҗбурий айрип хитайлаштуруш, уйғур нопусини системилиқ азайтиш вә кишиләрни түрмә түсини алған мәҗбурий әмгәк завутлириға қамаш арқилиқ, бир милләтниң кәлгүсини җимҗит йоқатмақта.
муһәммәтъемин уйғур сөһбәт җәрйанида әрәб вә ислам әллириниң сийасий вә иқтисадий мәнпәъәтләр сәвәбидин сүкүт қилишини қаттиқ тәнқид қилди. униң қаришичә, мусулман дөләтлириниң хитай билән болған тиҗарәт келишимлирини диний қериндашлириниң һайат-маматлиқ кризисидин үстүн қойуши «иқтисадий тәслимийәтчилик»тин башқа нәрсә әмәс. болупму сөһбәттә бәзи мусулман дөләтләрниң хәлқъаралиқ мунбәрләрдә хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ақлиши, исламий қериндашлиқ пиринсиплириға хилап тарихий хаталиқ сүпитидә тилға елинди.
муһәммәтъемин уйғур йәнә ислам дунйасидики нурғунлиған таратқуларниң хитай тәшвиқатиниң әсиригә айлинип қалғанлиқини әскәртти. у, нурғун һөкүмәтләрниң шәрқий түркистандики қирғинчилиқни хитай ейтқандәк «террорлуққа қарши туруш» дәп қобул қилишиниң, хитайниң өз җинайәтлирини йошурушиға вә дунйаға «вәзийәт нормаллашти» дәп тәшвиқ қилишиға пурсәт йаритип бериватқанлиқини тәкитлиди.
сөзиниң ахирида әрәб хәлқлирини вә сийасий күчлирини ойғинишқа чақирип, уйғур мәсилисиниң пәқәт бир сийасий талаш-тартиш әмәс, бәлки ислам үммитиниң виҗдани вә миллий ғурури синилидиған бир мәйдан икәнликини әскәртти.
уйғур почтисиниң зийаритини қобул қилған муһәммәтъемин уйғурниң дейишичә, у буниңдин бурунму әрәбчә қаналларда һәр хил сөһбәт вә программиларда қатнишип келиватқан болуп, бу қетимқи сөһбәт «әрәбистан 21» (Arabi21) ториниң тәлипи билән өткүзүлгән. игилинишчә, әрәби 21» (Arabi21) — 2013-йили қурулған, мәркизи әнглийәниң лондон шәһиригә җайлашқан, әрәб тилида хәвәр вә тәһлил елан қилидиған алдинқи қатардики мустәқил рәқәмлик таратқуларниң бири болуп, йәршари характерлик сийасий, иҗтимаъий, иқтисадий вә мәдәнийәт хәвәрлирини асас қилидикән.
мәнбә: әрәби 21