мәмәт тохти

бу рәсимдә канадалиқ, уйғурлар билән һечқандақ қандашлиқ, диний, мәдәнийәт йаки мәнпәъәт алақиси болмиған кишиләр биз үчүн намайиш қиливатиду.

Qanche uyghur qehritan soghuqta bashqilar biz üchün qilghandek özi üchün namayish qilalaydu?

канаданиң пайтәхти оттавадики хитай әлчиханиси алдида 2020-йили 9-айниң 20-күнидин башлап, һәр һәптиниң пәйшәнбә күни хиристийан, йәһудий қатарлиқ йәрлик канадалиқлар уйғурлар үчүн намайиш қилип кәлмәктә. бу сүрәт әнә шу намайишларниң биридә тартилған болуп, қатнашқучиларниң һечбири уйғур әмәс; уларниң уйғурлар билән һечқандақ туғқандарчилиқи йоқ, шундақла һечбириниң уруқ-туғқанлири хитайниң лагерлирида әмәс.

һәр бир уйғур бу рәсимгә тәпсилий қарап туруп, өзидин мундақ бир соъални сориши керәк: «мушундақ шараъит астида мән намайишқа чиқармидим?» булар уйғур әмәс, бәлки йәһудий вә хиристийанлардур. йәни бәзиләрниң нәзиридә «әһли дозах» дәп қарилидиған кишиләр йүз-көзлири қар билән қапланған, һава қәһритан соғуқ вә шивирғанлиқ болушиға қаримай, шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқни тохтитишни тәләп қилип намайиш қиливатиду.

бәзи уйғурларчу? улар йәнила хитайға қатнаватиду, берип-келип йүрүватиду.

уйғурларниң бу рәсимдин алидиған дәрслири интайин көп. мумкин болса, һәр бир уйғур бу рәсимни рамкиға елип өйиниң төригә есип қойуши, һәр күни сиртқа чиқиштин бурун бу рәсимгә қарап өзиниң кимликини вә мәсъулийитини әслиши керәк.

йазмидики қарашлар-апторниң мустәқил пикригә вәкиллик қилиду.

мәмәт тохти канададики «уйғур һәқлирини һимайә қилиш қурулуши» ниң иҗраъийә дериктори, канада һөкүмитиниң уйғур қирғинчилиқини етирап қилиши, 10 миң уйғурни көчүрүши вә хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чәкләшкә чақириқ қилиш қатарлиқ һәрикәтлири сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин җаза елан қилинған уйғур паъалийәтчи.