өмәр қанатниң «уйғур почтиси»ниң башлиниш мурасимида сөзлигән ингилизчә сөзи (җорҗ вашингитон университети, 20-нойабир),төвәндикиси тәрҗимә қилинған нусхиси.

мени сөз қилишқа тәклип қилғанлиқиңларға чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән.

алди билән, «уйғур почтиси»ниң қурғучилирини тәбрикләймән. бундақ муһим бир ахбарат оргининиң йолға қойулушиға гуваһ болғанлиқимдин бәкму хушалмән, шундақла буниң муһаҗирәттики  мустәқил уйғур ахбаратчилиқ әнъәнисиниң башлиниши болушини үмид қилимән.

мустәқил уйғур таратқу хизмитиниң шәрқий түркистанда давамлишиватқан вәһшйликләрни һөҗҗәтләштүрүш вә дунйа җамаъәтчиликини давамлиқ хәвәрләндүрүш үчүн нәқәдәр муһимилиқи көпчиликкә мәлум.

уйғур тилидики таратқу әң қаттиқ тәкшүрүливатқан вә йоқиливатқан бир пәйтттә, «уйғур почтиси» һәм уйғурчә  һәм инглизчә нәшри ‍арқилиқ, муһаҗирәттики уйғурлар  үчүн интайин муһим бир мәнбә болалайду.

мушу йилниң бешида әркин асйа радиъоси (RFA) уйғур бөлүминиң тақилип қелиши уйғур хәлқи үчүн зор зәрбә болди.

шу ениқ есмдә туруптуки, әйни чағда америка һөкүмити коммунистик партийә билән йахши дипломатик мунасивәт орниталаймиз дәп ойлап, мйунхендики әркин йавропа/азадлиқ радиъоси (RFE/RL) ниң уйғур бөлүмини тақиған иди . худди мән бу йилниң бешида бир мақаләмдә йазғинимдәк, бу бир стратегийәлик хаталиқ иди вә америка буниңдин савақ алалмиди. һәр  икки радиъода ишләш шәрипигә еришкән бири болуш сүпитим билән, уйғурчә программиниң иккинчи қетим йоқилиши  мени азаблиди.

мустәқил уйғур ахбаратчилиқини сақлап қелиш үчүн вақти, енергийәси вә байлиқлирини қурбан қиливатқанларниң җасаритигә интайин миннәтдармиз. әркин асйа радиъоси уйғур бөлүминиң йоқилишиға қаримай, бу бир әвладниң тилимиз, мәдәнийитимиз вә әқлий мираслиримизни сақлап қелиш ирадисидин үмидкә толимән.

«уйғур почтиси»ниң вәзиписи биз үчүнла әмәс, бәлки кәлгүси әвладлар үчүнму интайин һалқилиқ әһмийәткә игә.

өмәр қанат -уйғур кишлик һоқуқ қурулуши иҗраъийә дериктори; тонулған кишлик һоқуқ паъалийәтчиси вә башламчи.