уйғур почтиси, 14-өктәбир
OpenAI ширкити ChatGPT ни ишлитип кәң көләмлик иҗтимаъий таратқуларни «назарәт қилиш» тәкшүрүши вә мәхсус сүнъий идирак арқилиқ көзитиш системиси үчүн лайиһә вә тәшвиқат материйаллирини түзүшкә урунған бир қанчә хитайға четишлиқ тәшкилатларниң һесабатини чәклигән. ширкәтниң әң йеңи тәһдит доклатида тәпсилий байан қилинған бу һәрикәт, аммиви сүнъий идирак техникисиниң мәлум дөләтләргә қарашлиқ җасуслуқ вә из қоғлаш һәрикәтлири үчүн қанунсиз ишлитилгәнликини испатлайду.
OpenAI мундақ дегән: «биз йәнә бир ишләткүчини чәклидуқ, у бәлким бир һөкүмәт оргиниға четишлиқ болуп, у ChatGPTтин »йуқири хәтәрлик уйғурларға четишлиқ еқип кириш агаһландуруш әндизиси« (高危涉维吾尔关注人员流入预警模型) дәп аталған бир лайиһә йезиш һәққидә йардәм сориған. бу лайиһидә қатнаш беләтлирини тәһлил қилидиған вә уларни сақчи хатирилири билән селиштуридиған бир қорал тәсвирләнгән болуп, бу арқилиқ ‘уйғурларға четишлиқ вә йуқири хәтәрлик’ (башқичә ениқланмиған бир түр) дәп түргә айрилған кишиләрниң сайаһәт һәрикәтлири тоғрисида балдур агаһландуруш бериш көздә тутулған. бу ишләткүчи бизниң әндизимиздин бу хил қорални йасашқа йардәм соримиған, бәлки пәқәт омумий лайиһә түзүшкә йардәм сориған; шуңа, биз уларниң қайси техникини ишләтмәкчи болғанлиқини йаки бу хил қоралниң хитай һөкүмәт оргини тәрипидин ишлитилгәнликини мустәқил җәзмләштүрәлмәймиз.»
«йуқири хәтәрлик уйғурларға четишлиқ еқип кириш агаһландуруш әндизиси»ни тәрәққи қилдуруш -уйғур шәхсләрниң һәрикити вә алақисини из қоғлаш үчүн лайиһәләнгән. OpenAI ниң дөләт бихәтәрликигә хилаплиқ қилиш, җүмлидин көзитиш вә йаман ғәрәзлик кодларни тәкшүрүш қатарлиқларға қарши туруш сийаситигә асасән, бу һесабатлар дәрһал чәкләнди, деди OpenAI.»
Hudson институтиниң али дәриҗилик тәтқиқатчиси майкел соболик (Michael Sobolik) OpenAI ниң бу һәрикитини қарши елип, «OpenAI ниң сүнъий идиракниң демократик вә җәмъийәткә алақидар тәсирлиригә әстайидил муъамилә қилғанлиқини көрүш кишигә үмид беғишлайду» деди.
бу OpenAI ниң хитай дөлитигә четишлиқ һесабатларни тунҗи қетим чәкләп ташлиши әмәс, бу уйғурларниң изини қоғлаш вә башқа шәкилдики сийасий вә миллий көзитиш үчүн чоң тил әндизилирини ишлитиш үчүн қилинған узунға созулған тиришчанлиқни гәвдиләндүриду.