абдувәли айуп

инқилапчи ака достимиз, сәбдишимиз пәрһат муһәммәдидин айрилип қалдуқ. пәрһаткамниң вәтән дәп көйгән йүрики, әқидәси йолимизни, қәлбимизни йорутқай, аллаһ униң роһини әмин қилғай, айали вә пәрзәнтигә сәбир, чидам ата қилғай.

пәрһат муһәммиди әсли йазғучи иди. кичикимдә униң әсәрлирини оқуған идим, шулар есимдә қалғачқа, 2015-йили муһаҗирәткә қәдәм қойғандин кейин издәп көрүштүм телифонда. кейинчә учраштуқ йүз туранә, әмма қанчә рәт көрүшсәм шунчә рәт әдәбийатқа қайтип келишкә, тетимлиқ һекайәләрни қайта йезишқа көп қетим үндигән идим. униң вақти чиқмиди, имкани йар бәрмәй йазалмиди болғай.

есимдә пәрһат муһәммиди дегән исимниң чиң сақлинип қелишиға уйғур унверистити оқуғучилири нәшир қилдурған колликтип топлам «ойғақ әвлат» сәвәп болған. пәрһат муһәммәдини йазғучи дәп тониған вақтим мәзкур китапқа чиққан тәсирлик бир һекайәсидин башлиниду. бәлким у сәксәнинчи йилларниң ахири болса керәк. кейин «тәңритағ» қатарлиқ әдәби жорналларда елан қилинған һекайә вә повстлирини оқуп турдум.

1997-йилларда у баш болуп чиқарған «учқун» «шәрқи түркистан йашлири» дегән нәшир әпкарлири бейҗиңға йетип кәлди. йошурунчә сақлап, көчүрүп оқуп йүрдуқ. (әлвәттә у чағларда пәрһат йуруңқашниң буларни нәшир қилдуруватқанлиқини билмәйттуқ).

1998-йилдин кейин әркин асийа радийосини йошурун аңлайдиған болғанда униң обзорлирини аңлидуқ. пикирләр, тәһлилләр мени қайил қилди. болупму бир обзурида униң әйса йүсүп алптекин һәққидә ейтқанлири бәкму әһмийәтлик иди.

пәрһат йуруңқаш акимиз аримиздин кәтти! бизни вәтәнсиз, йилтизсиз, шакраптәк мусапирлиққа йалғуз ташлап кәтти. өзи сөйгән вәтәнни көрәлмәй, тупрақларни сөйәлмәй кәтти. мәрһум пәрһат йуруңқашни қандақ әсләймиз? униң роһини қандақ йашитимиз? қандақ хатирләш һәққидә гәп болғанда бирәйлән, «вәтән азат болғанда абидә тикләймиз» дәпту. бу бәк тоғра сөз, изгү нийәт, улуғ арман.

мәнчә пәрһаткамни хатирләшниң қилғили болидиған, һазир имканимиз болған биринчи қәдими униң вәтәндә елан қилинға һекайә, повестларини топлап бир топлам қилип нәшир қилдуруш.

униң муһаҗирәткә чиққандин кейин тәшкилатчилиқ, ахбаратчилиқ қилиш җәрйанида йазған обзурлири, сөзлигән нутуқлири вә беғишлималарни топлап йәнә бир китап қилиш. әгәр һайати һәққидә бир әслимә йазған болса , йаки достларниң пәрһаткам һәққидә йазған әслимәлири болса уни үчинчи топлам қилип нәшир қилдуруш.

йиғлап қақшап һайатимизни давам қилимиз, бу қайғулуқ күнләрму унтулуп кетиду, йашларму төкүлүп қуруп кетиду, ечинишларму тозуп кетиду, параңларму әстин көтүрүлүп кетиду. биз пәрһат йуруңқашқа вәтәндә абидә тикләймиз дегән арзуйимизда сәмими болсақ униң бизгә қалдурған әсәлиридин униң бир мәнивий абидәсини тикләп бақайли. буни вәтәнни алмай турупму қилғили болиду.

матәмлик болдуқ, әмма пәрһаткамниң өлүми нәзир, мурасимларда тәзийә билдүрүш билән купайәләнмәслики керәк. қилинған нәзириләр йийилип түгәйду, сөзләнгән тәзийә нутуқлири аңлинип унтулиду. тикләнгән қәбрә ташлириниму топа басиду,,ғериплишду, әмма мәрһумдин қалған әсәрләр китаплаштурулса әвлатларға аманәт болуп мәңгү қалиду, тарихқа йезилиду.

әгәр йуқарқи тәклибим қобул көрүлсә, маңа мәлуматларни йәткүзүп, әсәрләрни йоллап беридиғанлар чиқса, пәрһаткамни хатирләп нәшир қилинидиған китапларға мән мәсъул болушни мәмнунийәт билән қобул қилимән.