аптори: зулфийә мәсимелийева

«уйғур авази» гезити

муһәррирдин: мәзкур мақалә қазақистанда нәшр қилинидиған «уйғур авази» гезитидә елан қилинған. «уйғур почтиси» оттура асийа уйғурлириниң һайати һәққидә кәң диъаспора җамаъәтчиликигә хәвәр бериш үчүн, мақалиниң җүмлә қурулмиси вә сөз-аталғулирини ортақ әдәбий тил өлчимигә йеқинлаштуруп, форматини тәңшәп қайта елан қилди. әсли аптор вә мәнбә сақлап қелинди.

йеқинқи мәзгилләрдин буйан, сәнъәткә иштийақ бағлиған оқуғучилар вә йашларниң өз талантлирини намайан қилишиға пурсәт йаритип беридиған бир қатар сәнъәт фестиваллири өткүзүлмәктә. бу җәһәттә, «аламәт» иҗадийәт сәнъәт мәркизиниң мудири, җумһурийәтлик «шәбнәм» уйғур иҗадкар айаллар җәмъийитиниң рәъиси қәлбинур арупниң актип тәшкилләш иқтидарини алаһидә тилға елишқа әрзийду.

йеқинда п. чайковиский намидики алмута музика иниститутиниң қоллиши билән өткүзүлгән «қәлбимдә сәнъәт» көрик-фестивали әнә шундақ әһмийәтлик паъалийәтләрниң бири болди. уйғур «он икки муқам»ини тәртипкә салғучи мәшһур сәнъәткар аманнисахан намиға беғишланған бу нупузлуқ нахша-музика мусабиқиси миллий чалғу әсваблар, сәһнә маһарити вә уссул қатарлиқ йөнилишләр бойичә елип берилди. паъалийәткә алмута вә йаркәнт шәһәрлири, шундақла уйғур вә әмгәкчи қазақ наһийәлиридин кәлгән 300 гә йеқин оқуғучи қатнашти.

фестивалниң тәннәтнилик ечилиш мурасимида, иниститут оқуғучилири өз маһарәтлирини көрситип, көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришти. нахша вә миллий чалғу әсваблар маһарити басқучи тамамланғандин кейин, меһманларға сөз нөвити берилди. шәһәрлик музика иниститутиниң оқутқучиси қанибек асилбекули сөз қилип, қатнашқучиларға иллиқ тиләклирини билдүрди вә уларниң кәлгүсигә утуқ тилиди.

җумһурийәтлик анилар кеңишиниң рәъиси зорам авутова ханим паъалийәт һәққидә тохтилип мундақ деди:

«бүгүнки сәнъәт көрикигә қатнашқили кәлгән йаш талантларни көрүп, әвладлиримизниң хәлқимиз сәнъитигә, мәдәнийитигә вә тарихиға болған муһәббитиниң чәксиз икәнликини һес қилдуқ. чүнки улар һәр бир нахшиниң мәнисини чоңқур чүшинип, миллий чалғулар билән йуқири сәвийәдә орундап чиқти. сөзләрниң ениқ тәләппуз қилиниши вә аваз даъирисиниң кәңлики уларниң системилиқ тәййарлиқ билән кәлгәнликини көрситип турупту.»

мусабиқә җәрйанида, талантлиқ йашлар ана-вәтән, ата-ана вә аъилә темилириға беғишланған, мәзмуни чоңқур нахшиларни орундиди. «достлуқ», «сәбдә», «ғунчә» вә «хуш нава» қатарлиқ миллий чалғулар ансамбиллири хәлқ нахшилири вә «он икки муқам» тәркибидики парчиларни йаңратти. паъалийәт ахирида, бир қисим тәшкилат рәһбәрлири тәрипидин ансамбил йетәкчилиригә тәшәккүрнамиләр вә пәхрий намлар тәқдим қилинди.

сәһнә маһарити йөнилишидә, кичик ақсу йезисидин кәлгән оқуғучиларниң қазақ хәлқиниң мәшһур шаъири муқаъали мақатайевниң «аққулар уйқуда» намлиқ әсири асасида тәййарлиған тийатири көрүрмәнләрдә алаһидә тәсират қалдурди.

уссул басқучида болса, йәккә вә гуруппа уссуллири айрим баһаланди. әлмира сәйдуллаъева, рәһмәтҗан йолдашев вә назугум тейипова қатарлиқ тәҗрибилик уссул устазлири баһалашқа қатнашти. «әвлад», «әсәл», «барна», «малика», «аманниса шоу», «дилназ», «фиъеста» вә «ирадә» қатарлиқ ансамбиллар, шундақла «рухсарә» вә «кәләчәк» уссул студийәлири йуқири маһарәт көрситип, баһалиғучиларниң йуқири баһасиға еришти.

паъалийәт ахирида, мусабиқигә қатнашқан һечқандақ маһир қуруқ қол қайтурулмиди. ғалибларға алаһидә лоңқилар вә қиммәтлик совғилар берилди. шундақла, ансамбил йетәкчилиригә «шәбнәм» җәмъийитиниң «мәдәнийәт әлчиси» медали тапшурулди.

тәшкиллигүчи қәлбинур аруп сөз елип, паъалийәтни қоллиған барлиқ җәмъийәт әзалириға, адил баһалиған һәйъәтләргә вә рийасәтчи ирадә мәмткә алаһидә рәһмәт ейтти.

«қәлбимдә сәнъәт» фестивали уйғур йашлириниң сәнъәткә болған иштийақини вә иҗадийәт йошурун күчини йәнә бир қетим намайан қилди. бу паъалийәт пәқәт бир мусабиқила болуп қалмастин, бәлки йаш талантларни қоллайдиған вә уларниң өз-өзигә болған ишәнчисини ашуридиған муһим супа болуп қалди.