шөһрәт һошурниң сүрийә хатириси (2): алаһидә әтирәт җәңчилири билән һәләп зийарити
шөһрәт һошур
һәләп урушиниң әһмийитини билгәндин кейин, мунасивәтлик рәһбәрләргә уйғур җәңчиләр муһим рол ойниған ашу җәң мәйданлирини вә улар қәдәм басқан йолларни бир көрүш арзуйумни байан қилдим.
буларда «инғимас» дәп атилидиған бир һәрбий гуруппа бар икән. бу гуруппа урушларда әң алдинқи сәптә орун алидикән. қийин өткәлләрдин өтүш, чоң тосақларни бөсүш, җәңгә йол ечиш шуларниң зиммисидә икән. маңа уйғурчидәкла аңланған «инғимаси» дегән бу аталғу бәлким әрәбчә болса керәк, (1) әмма мән бу гуруппиниң функсийисигә қарап уни «алаһидә әтирәт» дәп атидим.
17-нойабир, бәш нәпәр җәңчи билән идлибтин һәләпкә қарап йолға чиқтуқ. маңа һәмраһ болған бу җәңчиләр сүрийәгә 10-12 йаш чағлирида кәлгән болуп, һазир 22 билән 30 йаш арисида икән. һазирғичә уларниң алди йүзнәччә қетим, арқиси 20-30 қетим җәңгә кирипту. булардин төт нәпири алаһидә әтирәт (инғимас)ниң җәңчилири икән, бир нәпири дрон (учқучсиз айропилан) әтиритиниң хадими икән. рәңги-роһи, бой-турқи бир-биридин келишкән бу җәңчиләргә бәллиридики тапанча хойму йаришипту. уларниң қәддини тик тутуп меңишлири, чәбдәс қәдәмлири һәләп көчилириға һөсн қошупту. улар бәзидә икки йенимда, бәзидә алди-кәйнимдә сәп болуп маңғинида, һес қилғиним бихәтәрлик туйғусидин көпрәк иптихарлиқ туйғуси. униң үстигә, олтурған машинимиз урушта бәшәр әсәдниң әмәлдарлиридин олҗа елинған алий машина иди, олҗиға тайинип йашашниң һозури һәққидә бәлгилик нәзәрийиви чүшәнчигә игә идим, мана әмди униң әмәлий һозурини тунҗи қетим һес қилмақтимән. бу йашларниң ортақ алаһидилики улар гәпни аз қилиду, әмма көпрәк уларниң қәдди вә қәдәмлири сөзләйду. йол үстидә кочилап йүрүп җәң қиссәлири һәққидә еғиз ачқуздум.

апторға һәмраһ болған алаһидә әтрәт җәңчилири: өмәр мухтар, әли мухтар, муһәммәд, абдуллаһ әззам
улар һәләп шәһәр әтрапидики бир қанчә йәрдә тохтап, маңа нәқ мәйданни көрситип туруп бир қанчә хәтәрлик урушни тәсвирләп бәрди. йәр-җай, қорал-йарақ намлирини вә бир қисим һәрбий аталғуларни билмигәнликим үчүн уруш тәсвирлирини бәкму чүшинип кетәлмидим.
игилишимчә, уйғур җәңчиләр тонел қезиш вә униңдин пайдилиништа алаһидә тәҗрибилик вә маһарәтлик икән. сүрийә азатлиқидики ахирқи бир шиддәтлик җәңдә, уйғур җәңчиләр тонел арқилиқ әсәдниң һәрбий қараргаһиниң ичидин һуҗум қилипту вә урушниң ғәлибисидә һәл қилғуч рол ойнипту (бу һәқтә кейинки қисимларда айрим тохтилимән). бу җәңчиләр тағ уруши, шәһәр уруши, түзләңлик уруши қатарлиқ җәң мәйданлирида чениқипту.
«шәһәр уруши әң назук, чүнки дүшмәнниң нәдин чиқишини билгили болмайду. тағутлар (бәшәр әсәдниң қошунлирини демәкчи) хәлқ сийақиға киривелип үштүмтүт һуҗум қилиду. шундақ болсиму, буйруқ бойичә, һәрқанчә гуманлиқ болсиму қолидики қорални көрмәй туруп һуҗум қилмидуқ, қорални көргәндә аввал тәслим болушқа чақирдуқ… шундақ болғачқа, хәлқ ичидә ишәнчкә ериштуқ.
шундақтиму, <түркистанлиқлар җәңдә чекинмәйду> дәйдиған намимиз болғачқа, бәзиләр биздин бираз чөчүйду…»
алаһидә әтирәт җәңчисиниң бу сөзлиригә йәнә бир сәпдиши гәп қатти:
«чөчүгининиңму пайдиси болди адаш, бир һесапта…»
у гепиниң ахирини йутивәтти, мән шу «пайда»ни билиш үчүн гәп кочилидим:
«һәләпниң бихәтәрликигә уйғурлар мәсъул дәп аңлидим, уруш тохтиғандин кейин немә ишлар бар силәр қилидиған?»
«әсәдниң қалдуқ күчлири бар, бурунқи һәшәмәтлик һайатини сеғинғанда йәнә мәғлубийитигә тән бәрмәйду, үштүмтүт һуҗум қилиду, уларни тазилаш, тинҗитиш вәзипимиз бар…»
«ундақта тохтимай коча чарламсиләр?»
«уму бар, көп һалларда нуқтида туримиз.» деди у. униң «нуқтида» дегини шәһәр әтрапидики тәкшүрүш нуқтилири икән.
«йәрлик җәңчиләр тосақта туриду, биз нуқтиниң ичидә олтуримиз.»
демәк байиқи дейилгән пайда шу икән:
тәкшүрүш нуқтилирида уйғур җәңчиләр ишханида олтуридикән, йәрлик җәңчиләр сиртта йол тосидикән; йәрликләр өзъара келишәлмигәндә, уйғур җәңчиләрни йардәмгә чақиридикән, булар һәйвисигә тайинип мәсилини асанла бир тәрәп қилидикән.
«һәйвәңларни ишлитип қойидикәнсиләрдә пат-пат.»
« адимигә қарап. мүмкин қәдәр мәсилини өзлиригә һәл қилдуримиз.»
«нуқтиниң ичидә олтуруп зерикмәмсиләр?»
« йанфон ойнап олтуримиз.»
бу сәмимий җавабқа йәнә бир җәңчи гәп қатти:
«телефон ойниғач ватсаптин силәрниң тиллиғиниңларни аңлап олтуримиз…»
дегәндәк, иҗтимаъий таратқулар дунйани бәкла кичиклитивәтти. бу җәңчиләр муһаҗирәттики уйғурлар арисида боливатқан гәп-сөзләрниң һәммисидин хәвәрдар икән. чақчақ арилаш қилинған бу шикайәтни башқа соъаллардиму анчә-мунчә учраттим.
командир, җамаъәт әрбаби абдурәһман қари билән халий сөһбитимиздә у мундақ деди:
«биз бу сүрийә қәдәмлирини басқанда, бизгә қарита җәң мәйданиниң сиртидин келидиған, һәтта өз ичимиздин келидиған һуҗумларға көңлимиздә тәййарлиқ бар иди. шуңа тордики бәзи қопал тәнқидләр бизни упратмайду, уларға пәрва қилмаймиз. пәқәт йашлар бираз биъарам болидикән, бәзидә өсмүр балилиримизму аңлап қалидикән.
улар: <дада бизни мундақ дәпту> десә немә дәп изаһат беришимизни билимәй қалимиз, болупму пәрзәнтлиримизгә әрәплишип кәтмәсликни, миллий кимликни қоғдашни тәвсийә қиливатқан вақитлиримизда…»
мән учур-тәшвиқаттики йетәрсизликлиримиз сәвәбидин аримизда һәрхил уқушмаслиқларниң барлиқи, вақит өткәнсри ундақ пикирләрниңму өзгиридиғанлиқини билдүрүп, бу темиға чекит қойдум.
һәләпниң мәшһур сепилини вә уйғур җәңчиләр бәрбат қилған әсәд армийәсиниң һәрбий қараргаһини көрүп болғандин кейин, идлибқа қайтип, әсир намазини уйғур мәсчитидә оқудуқ. бүгүн намазханларниң йерими дегүдәк һәрбийчә-партизанчә форма кийгән иди. һәрбийчә кийингән бу намазханлар көзүмгә шундақ йеқимлиқ көрүндики, оруқиму, семизиму, егизиму, пакариму, йумуқиму, паниқиму худди дунйаниң әң гүзәл инсанлиридәк мәсликимни кәлтүрди. буларни көзүмгә бунчә чирайлиқ көрситиватқини ашу һәрбийчә формимиду йаки уларниң җәңләрдә тавланған вуҗудимиду дәп ойлинип қалдим, һәмдә җавабини тезла таптим: әнә шу форма вә туруқта ипадиләнгән бәдәлгә, хәтәргә, җәңгә вә өлүмгә тәййар туруш роһи иди! намаздин кейин идлиб базар ичидики карван ресторанида ғизаландуқ. мән бир тәхсә ләғмәнни йеримлаштурғичә, бу җәңчиләр бир йерим тәхсидин ләғмәнгә қошуп икки зиқтин кавапни бир тәрәп қилип болупту.
«балилар, төкүвәтмигәнсиләр тамақни?» дәп соридим чақчақ қилип.
«төкүвәттуқ, түгмәнгә.» деди әтирәт башлиқи хузәйфә, чақчақни дәрһал чүшинип.
демәк, демәк он нәччә йешида чиқип кәткән бу балилар түгмәнни билидикән. «түгмән» дегән шу бир сөздин уларниң вәтәнниң һәр таш, һәр сиқим тописини роһида йүдүп йүрүватқанлиқини һес қилдим; маңа көрситиватқан һөрмәт-еһтирамлиридин өзлири кичик чиқип кәткән миллитиниң кәңри қойниға қайтишқа қанчилик тәшна икәнликини байқидим; җәң қиссәлирини сөзлигәндә ғәлибисини бәк тәнтәнә қилип кәтмәсликлиридин чала қалған арзулирини, бу йәрдикидинму муқәддәс бир җәңни күтиватқанлиқини һес қилдим.
шуниму әскәртким бар: буларниң еғизидин «җиһад, үммәт, җәннәт» дегән гәпләрниму аңлимидим; бәлким вақтим қисқа кәпқалғанду, бәлким булар гәп қилидиған әмәс, һәрикәт қилидиған кишиләр болғанлиқи үчүндур. қисқиси, буларниң кийивалған һәрбий формисиға, томпайтип чиқиривалған тапанчилириға йариша өзлиридә һәрбий бир миҗәз-характерни йетилдүргәнликигә шаһит болдум. бу сүпәт, бу һәйвә, бу гүзәлликни аллаһ йаман нәзәрләрдин сақлиғай!
(давами бар)
изаһат: (инғимаси -( аِнْғِмَасِйّ )әрәбчә сөз болуп, хәтәрлик һәрикәтләрдә дүшмән алдинқи сепигә бөсүп киргүчи алаһидә һәрикәт гурупписини көрстиду, «һәмишә өлүмгә тәййар турғучи гуруппа» дәп намиму бар-муһәрир)
әскәртиш: аптор йеқинда сүрийәни зийарәт қилип, уйғур җамаъити билән биваситә пикир алмаштурған вә бир йүрүш йазмиларни елан қилғаниди. «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипи бойичә, сүрийәдики уйғурлар һәққидиму мустәқил авазға орун бәрди. обзорларда оттуриға қойулған пикир вә көз-қарашлар апторниң мустәқил пикри болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.