уйғур почтиси хәвири
2-март
«грасиъела фернандес мейҗиде кишилик һоқуқни қоғдаш мукапати»ниң төтинчи нөвәтлик баһалаш һәйъити әзәрбайҗан, шималий корейә, куба, хитай, екватор гивинийәси, маракәш вә венесуъела қатарлиқ дөләтләрдики пуқраларниң һайати вә наһәқ тутқун қилиниш әһваллири гәвдиләндүрүлгән намзатларни көрүп чиқти. булар нсан һәқлири тәшкилатлири вә туғқанлири тәрипидин CADAL (латин америкиси демократийә вә ечиветиш мәркизи) ға сунулған.
«африқа, асийа вә латин америкисидин тапшурувелинған һәр бир намзатлиқ көрситиш материйали, пуқралар әркинлики қаттиқ чәкләнгән дөләтләрдә йашаватқан пуқраларға четишлиқтур. бундақ шараъитларда, мустәбит йаки һакиммутләқ түзүмләр әң асасий пуқралар әркинликигә дәхли-тәруз қилип, җәмъийәтни қорқунч вә бастуруш астида йашашқа мәҗбурлимақта. шу сәвәбтин, бу актипларниң һәр бири баһалаш һәйъитимиз әзалириниң етирап қилишиға вә һөрмитигә лайиқтур. әстайидил музакирә қилиш арқилиқ, баһалаш һәйъити 2026-йиллиқ мукапатқа еришкүчи сүпитидә (йалқун рози қатарлиқ) кишләрниң хизмәтлирини етирап қилишни қарар қилди.»
2026-йил 2-март, дунйа уйғур қурултийи байанат қилип, хитай түрмисидә бигунаһ җазалиниватқан уйғур әдиб йалқун розиниң 2026-йиллиқ «грасела фернандез маҗид ( Graciela Fernández Meijid) инсан һәқлирини қоғдаш мукапати»ға лайиқ көрүлгәнликини тәбриклиди.
баһалаш һәйъити йалқун рози һәққидә мундақ дегән:
«йалқун рози һөрмәткә сазавәр уйғур әдәбий тәнқидчи, йазғучи вә шинҗаң маъарип нәшрийатиниң сабиқ муһәррири болуп, у хитай даъирилири тәрипидин тутқун қилиништин илгири, рәсмий маъарип системиси ичидә уйғур тили, мәдәнийити вә кимликини қоғдаш һәм тәрәққий қилдурушқа әһмийәт бәргән.
униң тинчлиқ йоли билән елип барған илмий вә мәдәнийәт паъалийәтлири уйғур хәлқигә қаритилған кәң көләмлик зийанкәшлик һәрикитиниң бир қисми сүпитидә җинайәт дәп бекитилгән. у 2016-йили өктәбирдә үрүмчидә тутқун қилинған. 2018-йили йанварда, ашкара һалда «бөлгүнчи» дәп атилип, «дөләт һакимийитини ағдурушқа қутратқулуқ қилиш» җинайити билән 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. униң делоси зорлуқ күч ишләтмигән мәдәнийәт һоқуқини тәшәббус қилиш һәрикитиниң бастурулуши, шундақла уйғур зийалийлириниң өз хәлқиниң мәдәнийәт вә нсан һәқлирини қоғдиғанлиқи үчүн системилиқ зийанкәшликкә учраш әһвалиға аъит типик мисалдур. нурғун нсан һәқлири тәшкилатлири доклат қилғинидәк, хитай һөкүмитиниң уйғур кимликини йоқитиш пилани вә системилиқ зийанкәшлики 2017-йилидин башлап күчәйгән. шуниңдин бери, үч милйонға йеқин уйғур халиғанчә тутқун қилинип, лагерларға әвәтилди. улар у йәрдә сийасий җәһәттә меңә йуйуш, қийнаш, җинсий зорлаш, мәҗбурий туғмас қилиш, мәҗбурий әмгәк вә башқа ғәйрий инсаний муъамилиләргә дуч кәлмәктә. миңлиған балилар һөкүмәт башқурушидики мәктәпләргә орунлаштурулди, шуниң билән бир вақитта, мәҗбурий туғмас қилиш вә айалларға мәҗбурий һалда балийатқу ичи сақлиқ сақлаш үскүниси (IUD) селиш сәвәбидин, уйғурларниң туғулуш нисбити зор дәриҗидә азайтилған.»
2023-йили аргентиналиқ паъалийәтчи грасела фернандез маҗид Fernández Meijideтәрипидин тәсис қилинған бу мукапат, мустәбит түзүм сәвәбидин йаки пуқраларниң әқәллий һоқуқлири, сийасий әркинлики тартивелинған, һәтта паъалийәтчиләрниң һайати хәвп ичидә қалған вәзийәт астида төһпә көрсәткән бир қисим шәхс, коллектип вә органларниң инсан һәқлири йолидики күришини тәқдирләшни мәқсәт қилған.
йалқун рози әпәнди дунйа уйғур қурултийи тәрипидин уйғур маъарипи, тили, мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш вә уйғур кимликини қоғдаш йолида көрсәткән изчиллиқи вә тинчлиқпәрвәр илмий әмгәклири вәҗидин намзатлиққа көрситилип илтимас сунулған.
«уйғур һәрикити (CFU) йалқун розиниң 2026-йиллиқ грасиъела фернандез мейҗиде мукапатиға еришкәнликидин пәхирлиниду,» деди уйғур һәрикити иҗрайийә мудири рушән аббас ханим. «йалқун розиниң бу мукапатқа еришиши уйғур роһиниң ғәлибисидур. хтай компартийәси әң мунәввәр алимлиримизни түрмигә ташлаш арқилиқ тарихимизни қайта йезишқа урунуватқан болсиму, бу шәрәп мәдәнийитимизниң хтай компартийәсиниң уйғур кимликигә қаратқан урушиға қарши туралайдиғанлиқини вә дәвайимизниң дунйави икәнликини испатлиди. биз йалқун рози вә бу ирқий қирғинчилиқниң көләңгисидә тутуп турулуватқан барлиқ зийалийлиримиз әркинликкә еришкүчә, уларниң авазини давамлиқ дунйаға аңлитимиз. биз демократийәни илгири сүрүш вә латин америкисиға йардәм бериш мәркизи (CADAL) ниң униң делосиға вә омумий уйғур мәдәнийитигә көңүл бөлгәнликигә миннәтдарлиқ билдүримиз.»
уйғур зийалийси зулһайат өткүр ханим йалқун рози әпәндини тәнқидий роһқа бай обзорчи, мәсъулийәт туйғуси күчлүк публист ,издиниш роһиға бай тәтқиқатчи, қайил қилиш күчигә игә натиқ болуш сүпити билән уйғур җамаъити арисида көрүнәрлик нәтиҗиләр йаратқан әдиб дәп байан қилиду. һалбуки, йалқун рози әпәндиниң тинч йол билән елип барған милләтниң пикрий тәпәккури вә мәдәнийәт җәһәттин тәрәққий қилиши үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан чоң тутқун вә бастуруш һәрикити җәрйанида җинайәт дәп һөкүм қилинған. йалқун рози 2016-йили үрүмчидә қолға елинған вә 2018-йили йанварда, «дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш» җинайити тамғиси урулуп бигунаһ һалда 15 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған вә та һазирғичә түрмидә җаза муддитини өтимәктә.
илгири уйғур зийалийси илһам тохти әпәнди 2017-йили «ваймар инсан һәқлири мукапати» намзати болған иди. хитай һөкүмитиниң мустәбит риҗими астида йәнә қанчә йүзлигән уйғур сәрхиллири хәлқъараниң диққитигә еришәлмәй қараңғу зинданларда йатмақта йаки из-дерәксиз йоқитиветилмәктә.
йалқун рози әпәндиниң 2026-йиллиқ «грасела фернандез маҗид инсан һәқлирини қоғдаш мукапати» намзати болғанлиқи, өз миллити үчүн җан көйдүрүп хизмәт қилған башқа пидакарлар үчүнму бир үмид беғишлиғуси.