муһәрирдин : «уйғур почтиси» (Uyghur Post) тори муһаҗирәттики уйғур сийасий һәрикитиниң мусаписини системилиқ хатириләш, архиплаштуруш вә авамға тонуштуруш мәқситидә, тәшкилатларниң йиллиқ хизмәт хуласилирини елан қилишни башлиди. биз һәрқайси тәшкилатларниң өткән бир йилда елип барған муһим паъалийәтлирини «уйғур почтиси» арқилиқ җәмъийәт билән ортақлишишни үмид қилимиз.
бу тәшәббус тәшкилатлар ара өзъара чүшинишни күчәйтиш, қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр арқилиқ хәлқимизгә үмид вә риғбәт беғишлаш вә уйғур дәвасиниң нәтиҗилирини унтулмас тарихий һөҗҗәткә айландуруш қатарлиқларни мәқсәт қилған.
төвәндики мақалә-«уйғур проҗект фонди» тәрипидин тәййарланған.
уйғур проҗект фонди (у п ф) 2019-йили 6-айниң 12-күни америкида тизимлитилип қурулған бир «тапавәтсиз тәшкилат». у п ф қурулғандин буйан уйғур тили, уйғур мәдәнийити вә уйғурлуқниң башқа елементлирини чәт әлдә сақлап қелиш, чәт әлдики уйғурларни күчләндүрүш, уйғурларниң бешиға кәлгән зулумни дунйаға аңлитишқа пайдилиқ болған һәр хил проҗектларға иқтисадий җәһәттин йардәм қилиш, чәт әлдә йашаватқан уйғурлардики милләтниң кәлгүсигә болған ишәнч чириғини йандуруп туруш җәһәттә һәр хил ишларни қилип кәлди. уларниң ичидә, уйғур проҗект фонди 2025-йили қилған асаслиқ ишлар төвәндикичә:
- «уйғурлар» тор журнилидин бәш сан чиқарди:
https://uyghursfoundation.org/uyghur/category/the-uyghurs-journal
- у п ф тармиқидики «уйғур ахбарат мәркизи» һәр һәптидә кәм дегәндә икки парчә видийо пирограммиси ишләп, уларни йутйуб, фәйисбук, инстаграм вә ватсъәп қатарлиқ иҗтимаъий таратқуларда тарқатти. бу түр һазирму давамлишиватиду.
https://www.youtube.com/@UyghurAxbaratMerkizi, https://www.facebook.com/uyghuraxbarat.merkizi/reels/, https://www.instagram.com/uyghuraxbaratmerkizi/, https://whatsapp.com/channel/0029Va83BTWIyPtWFkED0a1S, https://www.uyghurinfo.org/uyghur/
- у п ф вә уйғур ахбарат мәркизиниң икки тор бетини маңдурди, һәмдә уйғур компйутер илмий җәмъийити арқилиқ «kelnur.com» дегән той қилмиған қиз-йигитләрниң лайиқ тепишиға йардәм қилидиған тор бетини маңдурди. бу түрләр һазирму давамлишиватиду.
https://uyghursfoundation.org/,
- у п ф уйғур әдлийә архип амбири 2023-йили башлиған, чәт әлдә сақлиниватқан 5000 парчә уйғурчә китабни PDF һөҗҗитигә айландуруп, бир тор кутупханиси қуруп чиқиш түригә иқтисадий йардәм қилған болуп, бу түр һазирму давамлишиватиду.
- у п ф 2023-йили вәтәндә 1990-йилларда нәшр қилинған 60 миң сөзлүк «уйғур тилиниң изаһлиқ луғити» ни тор луғитигә айландуруш түрини башлиған болуп, һазир бу түрниң 2026-йили тамамлинидиғанлиқи мөлчәрлиниватиду.
- уйғур компйутер илмий җәмъийити елип бериватқан «миң саъәтлик уйғурчә очуқ аваз амбири» түригә иқтисадий йардәм қилди. бу түр һазирму давамлишиватиду.
- у п ф ниң иқтисадий йардими билән нәшр қилдурған бир йүрүш балилар китабидики шеъир-қошақларни алтә данә уйғур балилар нахшиси видийоси қилип ишләш түри башланди. бу түрни 2026-йили тамамлаш пиланланди. бу видийолар бурун вәтәндә ишләнгән маву видийо билән охшап кетиду:
- у п ф ниң тәшкиллишидә 2025-йили сүнъий идрак әқил амбириға уйғур кимликини тонутуш проҗекти башланди. бу түр һазирму давамлишиватиду.
- у п ф ниң тәшкиллишидә 2025-йили уйғур дәвасиниң пешқәдәм йетәкчилири вә актиплириниң һайатини тонуштуридиған һөҗҗәтлик видийо ишләш проҗекти башланди. бу түр һазирму давамлишиватиду.
- абдувәли айуп тәййарлиған «елипбә» китабидин 500 данә бастурушқа йардәм қилди.
- түркийәдә балилирини мәктәптә оқутушта иқтисадий қийинчилиқи бар аъилиләргә йардәм қилишни халайдиған сахавәтчи уйғурларни тәшкилләп, түркийәдики йәттә аъилигә изчил йардәм қилишта тәшкиллигүчилик ролини ойниди.