уйғур почтиси, 14-йанвар 

алп  

иранда өткән айниң 28- күни иқтисадий бөһран сәвәблик башланған һөкүмәткә қарши намайишлар барғансери күчийип, еғир қанлиқ бастурушқа дуч кәлмәктә. мөлчәрлинишчә, намайиш башланғандин тартип һазирғичә җәмъий 2,571 киши һайатидин айрилған. иран һөкүмитиниң өз хәлқини бастуруш иқтидарини техника җәһәттин күчәйтишидә, хитай ширкәтлири тәминлигән илғар назарәт системилири муһим рол ойнаватқанлиқи ашкариланмақта. 

«нйусвик» (Newsweek) журнилиниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, хитайниң сүнъий әқил (AI) асасидики йүз тонуш техникиси (Facial Recognition) вә рәқәмлик назарәт системилири иранда намайишчиларни пәрқләндүрүш вә из қоғлап тутуш җәрйанида кәң көләмдә ишлитилмәктә. хәвәрдә тәкитлинишичә, хитай ширкәтлири илгири шәрқий түркистанда милйонлиған уйғурни омумйүзлүк назарәт қилиш вә бесим астида тутушта синақтин өткүзгән «рәқәмлик бастуруш модели»ни һазир иранға системилиқ експорт қилмақта. 

иран һөкүмити ишлитиватқан бу бастуруш техникилири тйәнҗин мәркәзлик техника магинати тийәнди (Tiandy) ширкитигә тәвә болуп, ширкәтниң тор бетидә тонуштурулишичә, тәнйәнди сүнъий әқил, чоң сандан (Big Data) вә булут һесаблаш (Cloud Computing) техникилирини хитайдики 500 дин артуқ шәһәргә тәминләйдикән. униңдин сирт хәлқъарада лондон хитров айродроми, түркийә чегра районлири вә мисир төмүр йоллири қатарлиқ орунларда мәзкур ширкәтниң назарәт мәһсулатлири ишлитилмәктә икән. 

әмма хәлқъара техника назарәт оргини IPVM ниң ашкарилишичә, тийәнди ширкити техникилиқ назарәт системилиридин сирт, йәнә мәһбусларни қийнаш вә һәрикәтсиз қалдуруш үчүн лайиһәләнгән «йолвас орундуқлири» (Tiger Chairs) ниму очуқ- ‍ашкарә базарға салған. 

 ройтерс (Reuters) вә башқа нопузлуқ органлар илгири тийәнди, хиквизийон (Hikvision) вә дахуа (Dahua) қатарлиқ хитай ширкәтлириниң уйғурларни етник кимликигә асасән аптоматик пәрқләндүридиған «уйғур из қоғлаш» (Uyghur Tracking) системилирини паш қилған иди. бүгүнки күндә бу техникилар иран кочилирида намайишчиларниң әркинликини боғушқа хизмәт қилмақта. 

тийәнди ширкити 2022- йили хитай компартийәсиниң бастуруш сийасәтлиригә техникилиқ йардәм бәргәнлики сәвәблик, америка сода министирлиқи тәрипидин чәкләш тизимликигә (Entity List) киргүзүлгән. көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң бу хил техникилиқ җазалаш қораллирини иран реҗимиға сетип бериши, дунйада рәқәмлик мустәбитликниң йеңи бир хәтәрлик басқучқа қәдәм қойғанлиқини көрситип беридикән.