мәдинә бавудун

мән йеқинда белгийәдә өткүзүлгән «уйғур сәнъәт фестивали»ға тәклип билән қатнишип, гүзәл туйғулар вә чоңқур тәсирләр билән америкиға қайтип кәлдим. икки күн давам қилған бу фестивалға 500 дин артуқ киши қатнишип, паъалийәткә интайин йуқири баһа беришти.

уйғур сәнъәткарлар билән биргә

мәзкур фестивал фирансийәдики «мирас» тәшкилати тәрипидин уйуштурулған. тәшкилат қурғучиси насимә ханим қазақистандики уйғур тийатириниң сабиқ сәнъәткарлиридин биридур. у һәмраһи әзимәт әпәнди билән биргә фирансийәгә көчүп йәрләшкәндин кейин, өз кәспигә болған иштийақидин ваз кәчмәй, «мирас» тәшкилатини қуруп чиққан. улар йиллардин буйан уйғур сәнъитини йавропада тонуштуруш үчүн изчил хизмәт қилип, бир қанчә қетим түрлүк типтики сәнъәт фестиваллирини мувәппәқийәтлик өткүзүп кәлгән.

фестивалға қазақистандин атақлиқ сәнъәткар артур илаһуноф башчилиқидики зулпиқар зайитоф, шахмурат баһамоф вә фаруза җалалова, шуниңдәк йавропадин мөминҗан һәмдә мухтар җанбаз қатарлиқ сәнъәткарлар қатнашти. белгийә вә әтраптики дөләтләрдин кәлгән уйғур җамаъити бу сәнъәт кечисигә йуқири баһа берип, сәнъәткарларни қизғин алқишлири билән тәбриклиди. сәнъәткарлар тамашибинларға унтулмас вә роһни урғутидиған бир сәнъәт кечилигини совға қилди.

хәлқ сөйгән сәнъәткар артур илаһуноф өзи иҗад қилған «көк бөрә», «қәлбимдә сән» қатарлиқ нахшилири билән тамашибинларниң гүлдирас алқишлириға еришти. сәнъәткар артур илаһуноф сәһнидә сөз қилип: « бүгүнкидәк өмлүкимиз, иттипақлиқимиз вә бирликимиз йүксәлсун; сәнъитимизниң түрткисидә хәлқимиз җәм болуп, улуғвар ишларни қилишқа аллаһ нәсип қилсун! қәйәрдә болайли, аллаһ һәрқачан бизгә йар болсун!» дегән сөзлири билән фестивал қатнашқучилириға алаһидә мәниви хушаллиқ беғишлиди.

фестивалда уйғур муқамлири вә хәлқ нахшилири сәнъәткарлиримиз тәрипидин вайиға йәткүзүлүп орунланди. һәқиқәтән, гүзәл бир нахша инсанға пәқәтла гүзәл туйғу беғишлапла қалмай, бәлки бир милләтни иттипақлаштуридиған күчкә игидур; гүзәл бир нахша қәлбләрни бир-биригә бағлайдиған вә үмидкә йетәкләйдиған қудрәткә игә; сәнъәт — милләт роһиниң садаси, қәлбниң тилидур.

уйғур сәнъитимиз боғулуватқан, нахшилиримиз чәклиниватқан мушу күнләрдә, уйғур мәдәнийити вә сәнъитини қоғдаш һәр бир уйғурниң муқәддәс бурчидур.

һәммидин мени хушал қилғини, фестивалда йаш, атақлиқ сәнъәткар шахмурат баһамоф мән йазған «атамни сеғиндим» вә «биз қериндаш» намлиқ нахшиларни орунлап, кәң җамаъәтниң гүлдирас алқишлириға еришкини болди.

бир шаъир үчүн өз иҗадийитиниң хәлқ тәрипидин сөйүлүп, қизғин алқишиға муйәссәр болушидин артуқ хушаллиқ болмиса керәк. хәлқимниң алқишлири мени техиму гүзәл иҗадийәтләрни йаритишқа риғбәтләндүрүш билән биргә, иҗадийәт йолумда маңа зор күч-қуввәт болди.

паъалийәткә қатнашқанлиқим тоғрисда мирас тәшкилати тарқатқан гуваһнамә