уйғур почтиси, 16-март

хоңкоңда чиқидиған «җәнубий хитай сәһәр гезити»ниң хәвәр қилишичә, хитайда чоң болған, торда тарқалған уссуллири билән даңлиқ ирақлиқ мухбир уйғур қизи билән тойға пүтүшкән.

амин мунир муһәммәд әл-убәйди (Ameen Muneer Mohammed Al-Obaidi) хитайчә исми фаң хавмиң (Fang Haoming) билән техиму тонулған болуп, униң иҗтимаъий таратқуларда 5 милйонға йеқин әгәшкүчиси бар. у дубәйгә җайлашқан хитай-әрәб телевизийә истансисиниң хитайда турушлиқ мухбири сүпитидә хизмәт қилиду.

мартниң бешида, фаң тойға пүтүшкәнликини елан қилди. у санша телевизийә истансисидики бир мухбир достиға: «биз пүтүштуқ, мән әмди хитайлиқ аъилиниң күйъоғли. мениң айалим шинҗаңлиқ қиз» дегән. фаң билән айали хитайдики бир университетта биллә оқуған болуп, уларниң биргә болғиниға бәш йил болған.

мәзкур җүплишшниң қандақ сйаси арқа көрунуши барлиқи давамлиқ диққәт нуқтиси болмақта.

хитайпәрәс әрәб мухбир

фаң «гүзәл хитай», «гүзәл шинҗаң» темисда ‍шлигән видиъоларда хтай тәшвиқатлирини көпләп ишлигән. «мән хитайларға һәвәс қилимән» дегән сөз униң синлиридики даңлиқ сөзгә айланған. фаң: «өмүр бойумда оттура шәрқтә тинчлиқ орнитилғанлиқиға шаһит болушни үмид қилимән» дәйду. февралда у өзиниң хитайдики 15 йиллиқ һайати тәсвирләнгән «мән қайта туғулған җай» намлиқ хитайчә китабини нәшр қилдурди.

уруштин қечип хитайға көчүп келиш

фаң 2000-йили ирақта туғулған. америка 2003-йили ираққа һуҗум қилғандин бир қанчә ай кейин, униң аъилиси сүрийәгә көчүп кәткән. 2009-йили, униң чоң һәдиси сүрийәдә бир хитайлиқ оқуғучи билән көришип, кейинки йили той қилған. 2011-йили сүрийәдә ички уруш партлиғанда, фаңниң йезниси аъилисини өзиниң йурти хитайға көчүп кетишкә дәвәт қилған.

фаңниң дадиси дәрһал барлиқ мал-мүлкини сетип, пүтүн аъилисини йезнисиниң йурти ниңшйа хуйзу аптоном райониниң мәркизи йинчүән шәһиригә елип кәлгән. QQ.com хәвәр портиниң хәвәр қилишичә, фаң шу чағларни әсләп: «11 йашқичә мениң балилиқ дәврим болмиди. у чағдики әң чоң арзуйум татлиқ-түрүм йаки ойунчуқ әмәс, бәлки бомбардиман авази билән ойғинип кәтмәй, арамхуда ухлаш иди. тинчлиқ мән үчүн бир һәшәмәт иди» дегән.

хитайда чолпанға айлиниш

гезиттә дейилишичә, оттура шәрқниң уруш вә тоқунушлири ичидә чоң болған, районниң тинчлиқиға тәшна болған бу аталмиш «журналист»ниң даңлиқ сөзи «мән хитайларға һәвәс қилимән» дейштин ибарәт.

26 йашлиқ фаң 2024-йили февралда хитай ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин уйуштурулған баһар байрими кечиликидә башқа чәтъәллик мухбирлар билән бирликтә аммибаб «кемусән» (Subject Three) уссулини ойниған. уссул синлири торда тарқалғандин кейин, фаң һәтта ташқи ишлар министири ваң йиниң диққитини тартти. ваң йи бир қетимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида униңға: «сән һелиқи ‘кемусән’ ойниған йигитму? сениң синлириңни көрдүм, йәнә давамлиқ уссул ойнамсән?» дәп сориған.

бу фаңниң хитайда тунҗи қетим диққәт қозғиши әмәс. 2019-йили өктәбирдә, у хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 70 йиллиқ тәбрикләш паъалийитигә тәклип қилинған. фаң раван хитай тилида таратқуларға: «мән уруш хараб қилған дөләттин кәлдим. оттура шәрқниң тинчлиққа қайтишини бәк арзу қилимән» дегән.