хитай йапонийә уйғур парламент әзалири бирләшмисиниң рәъиси кейҗи фуруйаға җаза елан қилди

хитай ташқи ишлар министирлики 30-март күни 20-номурлуқ буйруқ елан қилип, йапонийә авам палатасиниң әзаси һәм «йапонийә уйғур парламент әзалири бирләшмиси» ниң рәъиси кейҗи фуруйа (Keiji Furuya)ға қарши рәсмий җаза тәдбирлирини йолға қойди.

җазаниң асаслиқ сәвәблири: хитай тәрәп фуруйаниң хитайниң қаттиқ қарши турушиға қаримай тәйвәндә қайта-қайта зийарәттә болғанлиқини, тәйвән рәъиси лаی чиңте билән көрүшүп «тәйвән мустәқиллиқи» күчлири билән тил бириктүргәнликини һәмдә хитайниң игилик һоқуқиға еғир зийан йәткүзгәнликини дәва қилған. шундақла, баш министир сана е така ечиниң тәйвән мәсилисидики сөзлирини қоллиғанлиқиму бу сүркилишниң күчийишигә сәвәб болған.

җиддий йолға қойулған җаза тәдбирлири:

  1. мал-мүлүкни тоңлитиш: фуруйаниң хитай тәвәликидики барлиқ көчмә вә көчмәс мүлки тоңлитилиду.
  2. сода вә һәмкарлиқ чәклимиси: хитайдики орган, тәшкилат вә шәхсләрниң фуруйа билән һәр қандақ шәкилдә сода йаки һәмкарлиқ елип бериши мәнъи қилиниду.
  3. кириш чәклимиси: кейҗи фуруйаниң хитай чоң қуруқлуқи, хоңкоң вә макавға кириши пүтүнләй чәклиниду, униңға виза берилмәйду.

кейҗи фуруйа илгири йапонийәниң дөләтлик җәмъийәт хәвпсизлик комитетиниң башлиқи қатарлиқ муһим вәзипиләрни өтигән тәҗрибилик сийасәтчи болуп, униңға қойулған бу җаза хитай билән йапонийә оттурисидики дипломатик мунасивәтниң техиму җиддийләшкәнликидин дерәк бәрмәктә.