һәбибулла изчи

  2025-йиллиқ берлин әркинлик мунбиридә сийасәт, сода, пуқралар җәмъийити, таратқу вә мәдәнийәт саһәлиридин кәлгән 60 дин артуқ тәсир күчкә игә нутуқ сөзлигүчи бир йәргә җәм болған болуп, дунйави әркинликниң чекинишигә әгишип, берлин йәнә бир қетим муназириниң мәркизи сәһнисигә айланған. бу мунбәргә дунйа уйғур қурултийидин қурултайниң иҗраъийә комитети рәъиси рушән аббас, қурултай берлин ишханисиниң дериктори, қурултай фондиниң мудири ғәйур қурбан вә уйғур тәтқиқат иниститутиниң дериктори абдулһәким идрислар қатнашқан.

мәзкур йиғинда орунлаштурулған мәхсус сөһбәттә сөз қилған рөшән аббас сөзидә хитайниң шәрқий түркистандики ирқий қирғинчилиқи һәққидә тохтулуп мунуларни оттуриға қойған: « нефит, тәбиъий газ, пахта, поли кремний, уран вә аз учрайдиған кан мәһсулатлириға бай уйғур вәтини мениң хәлқимниң иззәт-һөрмити вә барчә инсанларға охшаш һөр йашаш пурситини елип келиши керәк иди. әксичә, хитай уларни өзиниң дунйаға хоҗа болуш ғайиси үчүн булаң-талаң қилип ишлитип, бизниң хәлқимизни қирғинчилиқ, мәҗбурий әмгәк вә назарәт нишаниға айландуруватиду, уйғур кимлики системилиқ һалда өчүрүливатиду. тилимиз чәкләнгән, етиқадимиз җинайәт дәп қариливатиду, байлиқлиримиз булаң-талаң қилиниватиду; милйонлиған уйғур тутқун қилинип, җаза лагерлирида, түрмиләрдә қийналмақта; аъилиләр парчиланмақта, бир милйондин җиқ уйғур пәрзәнтлири хитай дөлити тәрипидин асмилатсийәниң қурбани болуп, йатақлиқ мәктәпләргә әвәтилди.»

рушән аббас ханим сөз қилмақта

«уйғур айаллириниң бәдини бу қирғинчилиқниң җәң мәйданиға айландурулуп мәҗбурий туғмас қиливетиш, бала чүшүрүш вә хитай әрлири билән той қилишқа мәҗбурланди, бу сәвәптин бәзи районларда туғулуш нисбити нөлгә чүшүп қалған. хитай коммунистик партийиси мениң хәлқимни қул ишчи қилип дунйани буниңға шерик қиливатқанда, уйғурлар дунйави тәминләш зәнҗирини мал билән тәминләйдиған завутларға әвәтилди. хитай һүкүмити буни <намратлиқни азайтиш> вә <иқтисатни күчләндүрүш> дәп атап, заманиви қуллуқни йошуриватиду, буниңға һөкүмәтләр вә ширкәтләр йәнила көзини йуммақта! »

рөшән аббас ханим йәнә һәрқайси дөләтләрниң өз мәнпәъәти үчүн уйғур мәҗбури әмгикигә сүкүт қиливатқанлиқини әйипләп мундақ деди: «уйғур қирғинчилиқи үстәллиримиздики пәмидурдин деңиз мәһсулатлириғичә, кийидиған кийимлиримиздин қолимиздики телефонлиримизғичә вә һәтта балилиримиз ойнайдиған ойунчуқларғичә бизниң күндилик турмушимизниң бир қисмиға айланди. һөкүмәтләр үчүн бу пәқәт әхлақий синақ әмәс, бәлки дунйави сода вә истемалчилар үчүнму бир виҗданий синақтур! дунйадики пакиз енергийә вә техника инқилаблири қул қилинған уйғурларниң қан-тәри бәдилигә қурулди. бейҗиң әрзан, әмма бир милләтниң қени билән булғанған кир енергийәни дунйаға експорт қилиш үчүн, пүтүн бир милләтниң азаб-оқубитини пайдиға вә геъополитик сийасий күчкә айландурмақта. дунйа бу һәқиқәтни тонуп йәтмигүчә, бу йәрдә тилға елиниватқан «илгириләш» дегән сөз  адаләт, әркинлик вә инсаний иззәт-һөрмәттин мәһрум қалиду. хитай һүкүмити уйғур деһқанлирини мәҗбурий әмгәккә селиш үчүн, пәқәт 2024-йилила 3 милйон 400 миң адәмни йөткигәнлики ашкариланди. хитай дунйадики қуйаш енергийәси тахтилириниң %80 ни ишләпчиқириду, бу йавропаниң йеримини игиләйду; қуйаш енергийәси билән тәминлинидиған поли кремнийниң %30 гә йеқини мениң вәтинимдин келиду, улар уйғур қуллири тәрипидин көмүр енергийәси билән ишләйдиған завутларда ишләпчиқирилиду. бу хитай һөкүмити техникилиқ җәһәттин қолланған уйғурларға қарши қирғинчилиқ вә диктаторлуқниң тәминләш зәнҗири, назарәт қилиш вә иқтисадий күчни қорал қилип, дунйави тәртипни өз ирадисигә бойсундурушиниң бир лайиһәси. кархана рәһбәрлири әхлақий мәсъулийәтниң хәйр-сахавәт әмәс, бәлки әркин вә муқим дунйа үчүн муһим икәнликини чүшиниши керәк».

  рөшән аббас ханим йәнә йавропа дөләтлири вә карханилирини хитайниң бу қуллуқ зәнҗирини парчилашқа чақириқ қилип мундақ деди: «һәр бир мәһсулатниң бир һекайиси бар. мәсилә шуки, бу һекайә иззәт-һөрмәтни йаки қирғинчилиқни әкис әттүрәмду? бундин 36  йил бурун, бу йәрдә (берлинда) бир там бар иди, бу там кишиләрни, аъилиләрни вә идийәләрни айрийтти. у там пуқралар йалғанчилиқ билән йашашни рәт қилғанлиқи үчүн йиқилди. бүгүн, биз башқа бир хил тамға дуч келиватимиз: у болсиму пайда вә инкар қилиштин қурулған тамдур. бир вақитлар бу шәһәрни бөлгән тамға охшаш, кишиләр адаләт, инсан һәқлири вә әркин җәмъийәтниң бәдәл төлишигә әрзийдиғанлиқини қарар қилғанда вә һәммимиз җасарәтни шерикликтин үстүн қойуп, бейҗиңниң заманиви қуллуқи вә қирғинчилиқиға йол қойушни рәт қилғанда, уни чеқиветишкә мумкин болиду. мән йавропа карханилири вә һөкүмәтлирини тарихниң тоғра тәрипидә турушқа чақиримән. тәсир күчүңларни бу зулум машинисини парчилашқа ишлитиңлар. тәминләш зәнҗирини әркинликниң қоралиға айландуруңлар!»

тәйвәнниң сабеқ пирәздинти сәй йеңвин сөзлимәктә

бу нөвәтлик берлин әркинлик мунбириниң темиси: «идийәви бөлүнүш дәвридә әркинликни қандақ қоғдаймиз?»  дегәндин ибарәт болуп, бу йиғин сөһбәтни илгири сүрүш, әркинлик һәрикәтлиригә илһам бериш вә инсанийәтниң кәлгүси һәққидә издиниш үчүн тәшкилләнгән. бу қетимқи берлин әркинилк мунбиригә берлин шәһриниң шәһәр башлиқи, германийә ташқи ишлар министири, германийә парламент әзалири, америкиниң германийәдики баш әлчиси вә һәр қайси дөләтләрниң әлчилири, медийалар, кишилик һоқуқ тәшкилатлири, нобел мукапатиға еришкүчиләр, сийасий өктичиләр вә кишилик һоқуқ тәшәббусчилири қатнашқан.