нәбиҗан турсун

1985-йили бейҗиң мәркизий милләтләр иниститутини пүттүрүп, үрүмчидики«шинҗаң университети җуңго тиллири факултети«ға оқутқучилиққа тәқсим қилинип, алий мәктәп оқутқучисилиқ вә илмий тәтқиқат һайатимни башлиғинимда факултетимизниң 82-йиллиқ синипидики кичиккинә йаришимлиқ бурут қойувалған наһайити шох вә қизиқчи һәм һәрикәтчан бир оқуғучи билән тонуштум, бу һәм қәләм күчи бар вә роман йаки повест йезиш ғайисидә келәчәккә тәлпүнүп йүргән бир йигит иди.

у, 1986-йили оқуш пүттүрди вә радийо истансисиға тәқсим қилинди. узун өтмәй сорунларда мәзкур чақчақчи вә ойунчи бир йигитни көрүшкә башлидим, лекин йашлиқ роһи урғуп вә чоқчуп туридиған бу йигитниң гучуңдики мәшһур уйғур чамбашчи-тохти чамбашниң хитай чамбашчиларни мәғлуп қилип пүтүн уйғурлар елида һәтта ичкири хитайда даң чиқарғанлиқи һәққидә повест йезишқа киришкәнликини аңлап бәкму сөйүмдүм.

арилиқтики һикайиләр хели көп әлвәттә!. 1990-йили совет иттипақиниң пайәхти москваға оқушқа кәттим вә тәтил мәзгиллиридә қайтип кәлгәндә у вә башқа достлар билән анда-санда көрүшүп тураттим.

1993-йиллири әтрапида болса керәк истанбулдин бир кона тонушум москваға келип мени издәп мени йатиқимдин тепивалди вә өзи биргә елип кәлгән » шәрқий түркистан йашлири« ( әгәр хата болмиған болса) намлиқ гезиттин парчиларни маңа оқушқа бәрди вә гезитни чиқириватқан бир топ йашларниң салимини йәткүзди. әнә шу салам йоллиғанларниң бири , йәни шу гезитни чиқарғучилардин бири әнә әшу үрүмчидә мән тонуған,йәни тохти чамбаш повестини йазған пәрһат муһәммәд иди. кейинчирәк униң йоруңқаш тәхәллусини қолланғанлиқидин хәвәрдар болдум шуниңдәк йәнә пәрһат қатарлиқ истамбулға топланған бир топ от йүрәк йашларниң истамбулдики қийин күнлири, җапалиқ һайат мусапилири һәққидә көп аңлидим, һәтта пәрһат қатарлиқ бу йашлар гезит чиқиримиз, журнал чиқиримиз, вәтән дәваси қилимиз дәп һәр күни кишиләргә тәшвиқ қилип, җәңгиварлиқ ичидә өтсиму, турғидәк илллиқ җайи, даъим йегүдәк иллиқ тамақлири йетәрлик болмапту, қисқиси вәтән дәвасида йүргән пәрһат қатарлиқ бу йашлар истамбул кочилирида бәзи күнлири ач қапту. һәтта шундақ йомурларни аңлидимки, бәзи кишиләр бу йашларни << намаз оқумайдикән>> дәп уларни қоллашни мувапиқ көрмәптимиш! әнә шу қоллаш болмиғанлиқи үчүн булар нурғун күнләрни ач-йалиңачлиқта өткүзүпту.

мән ойлидимки, қени һелиқи уйғур байлири, қени һелиқи вәтәнпәрвәрләр ! бу йашларниң ач-йалиңачлиқиға йардәм бериш үчүн бирәр бай уйғур чиқмиғандиму?

ахири пәрһат қатарлиқлар германийәгә кетип андин иллиқ вә нормал һайат кәчүрүшкә муйәссәр бопту!

мәрһум пәрһат йоруңқаш мениң туғқиним йаки бир туғқан қериндишим әмәс ! лекин у нәзиримдә өз киндик қени төкүлгән тупрақ- ана вәтини ишқида, вәтининиң истиқбали йолида кечә-күндүз йиғлиған, азабланған, тәр төккән вә шу йолда сәвда һәм ахирида қәлби вә җисми бимар болған бир инсан! у мән үчүн уйғурлуқ билән толған қериндаштур!

пәрһат йоруңқашниң вапити бир һәптидин буйан сан-санақсиз матәм-тәзийә, мәрсийә, мәдһийәләр билән толмақта! һәтта униң үчүн һәйкәл лайиһәсиму тикләнди, униң үчүн бар болған гүзәл вә җәңгивар сөзлүк запаслириниң һәммиси ишлитилди.

лекин шуни сораймәнки, пәрһат өлгәндин кейин йиға -зарә қилишқан, уни тохтимай мәдһийәлигән , униң үчүн луғәтлиридин тохтимай мәдһийә, мәрсийә сөзлирини изидигән уйғурлар силәр пәрһат һайат вақтида униң үчүн мундақ гүзәл сөзләрни, мундақ мәдһийәләрни немишқа ейтмидиңлар ?

һәй уйғурлар силәр өз қәһриманлириңлар, өз пидакарлириңлар, өз даһийлириңлар, намайәндилириңларни һайат вақтида қанчилик қәдирлийәлидиңлар ? пәрһат йоруңқаш кечә-күндүз вә йиллап вәтән вә өз хәлқи йолида тинимсиз ишләватқанда қанчилик адәм униң үчүн бирәр иллиқ вә йүксәк сөзләр билән болсиму уни тәқдирлиди?

ишинимәнки, қәһриманлар, пидакарлар, төһпикарлар вә башқа җәңгиварларниң һайат вақтида учрайдиған һақарәтлири, төһмәтлири вә сөз һуҗумлири уларға ейтилған иллиқ сөзләр билән һәқиқий баһалардин үстүн туруп кәлди.

һәтта кишиләр мундақ һақарәт вә һуҗумлар билән толған сөз-чөчәкләрни бәкрәк йақтуруп аңлайдиған вә һозурлинидиған әһваллар көпәйди! әлвәттә, бу мәһкумлуқтта узун йахшиған бир милләттә болидиған роһи вә писхикилиқ кесәлликләрниң биридур!

мәрһум пәрһат йоруңқаш ! улуғ аллаһниң саңа җәннәттин орун беришиға ишәнчим камил, чүнки улуғ алла алди билән инсанларни вә өз хәлқи-бичарә уйғур хәлқини сөйгән инсанларға җәннәттин чоқум орун бериду!