шәнбә күни чүштин бурун:

1.иранниң пастур райуни бомбаланған болуп, иранниң йадро қуралини тәрәққи қилдуруш мәсилисидә муһим рол ойниған алий миллий бихәтәрлик кеңиши вә инқилабий муһапизәтчиләр армийәсиниң истихбарат идариси қатарлиқ нурғун муһим дөләт аппаратлири мушу йәргә җайлашқан. җумһур рәъис мәһкимиси вә алий рәһбәр әли хаманәйниң туралғусиму мушу райунға җайлашқан. бирақ, хамәнәъи уруштин бурунла исми ашкариланмиған башқа бир җайға йөткәлгән.

2.амрикида турушлуқ иран шаһзадиси риза пәһләви синлиқ байанатида: «америка қошма иштатлири пирезидентиниң җәсур иран хәлқигә вәдә қилған йардими ахири йетип кәлди» деди. бу қетимлиқ арилишишни «достанә» дәп сүпәтлигән пәһләви, һуҗум нишаниниң иран миллити әмәс, бәлки ислам җумһурийити реҗими вә хәвпсизлик аппаратлири икәнликини илгири сүрди.

пәһләви: «өйдә қелип, өзүңларни қоғдаңлар, әмма вақти кәлгәндә кочиларға қайтип чиқишқа тәййар туруңлар» деди. 1979-йилдики ислам инқилаби билән тәхттин чүшүрүлгән иран шаһиниң оғли болған шаһзадә, қириқ йилдин буйан америка қошма иштатлирида сүргүндә йашаватиду. у дөләтни қайта қуруш үчүн әң қисқа вақит ичидә иранға қайтиш арзусини ейитти.

3.иран амрика вә иттипақдашлириға қайтурма һуҗум қозғиди

иран исраъилийәгә башқурулдиған бомба қойуп бәрди. униңдин башқа әбузәби, бәһрәйин, рийад…қатарлиқ районларда иранниң өч елиш характерлик һуҗумлири көрүлди. сәъуди әрәбистан, қатар, бәһрәйин… қатарлиқ амрика һәрбий газармиси болған дөләтләр җиддий һаләткә өтти.

сәъуди әрәбистанниң пайтәхти рийадтта партлаш авазлири аңланди. қатар мудапиъә министирлиқиниң билдүрүшичә, қатар өз земинини нишанлиған һәр хил һуҗумларни «тосуп қалған». шуниң билән бир вақитта, бәһрәйиндики бир америка базиси һуҗумға учриған. мәсъулларниң ейтишичә, америка 5-флоти қоманданлиқ штабидики бир нишан «башқурулидиған бомба һуҗуми»ға дуч кәлгән. әбузәбидә, әрәб бирләшмә хәлипилики қисимлири иранниң башқурулидиған бомбилирини тосувелиш җәрйанида бир киши қаза қилған. ирақта болса әрбилдики америка консулханиси әтрапида бир қанчә партлаш авази аңланған.

4.авиъатсийә ширкәтлириниң әһвали:

исраъилийә билән америкиниң иранға қаратқан һәрбий һәрикити вә униңдин кейин оттуриға чиққан өч елиш һуҗумлири сәвәбидин оттура шәрқниң һава бошлуқида чоң қалаймиқанчилиқ йүз бәрди. авиъатсийә ширкәтлири оттура шәриқтики һава қатнишини тохтатти.

5.исраъилийә армийәси иранниң ғәрбидики «йүзләрчә һәрбий нишан»ға зәрбә бәргәнликини рәсми елан қилди.

исраъилийә армийәси шәнбә күни америка башчилиқида башланған бирләшмә һәрикәттин кейин, «башқурулидиған бомба қойуп бериш супилирини өз ичигә алған йүзләрчә иран һәрбий нишани»ға зәрбә бәргәнликини билдүрди.

6.ройтерс агентлиқиға сөз қилған иран һакимийитигә йеқин бир мәнбәниң билдүрүшичә, шәнбә күни америка вә исраъилийә тәрипидин елип берилған бир йүрүш һава һуҗумлирида иран инқилабий муһапизәтчиләр қисминиң қоманданлири вә бәзи сийасий әрбаблар өлтүрүлгән. иранлиқ бир һәрбий әмәлдар, һуҗумларда алий рәһбәр әли хаминейниң нишанланған йаки нишанланмиғанлиқи һәққидики соъалға җаваб бериштин өзини қачурған.

иһсан тәййарлиған