уйғур почтиси, 11-феврал
истанбул
уйғур академийәсиниң билдүришчә, «хәлқъара ана тил күни» мунасивити билән, уйғур йашлириниң ана тилда раван сөзләш, әркин тәпәккур қилиш вә өз идийәлирини җәмъийәткә сунуш иқтидарини ашуруш мәқситидә мәхсус лексийә сөзләш мусабиқиси уйуштурулған. уйғур ана тил комитети, уйғур академийәси вәхпи вә сәрхиллар маъарипиниң бирликтә тәшкиллиши билән өткүзүлидиған бу паъалийәт «сәһнә сизниң!» дәп намланған болуп, нөвәттә маһирларни тизимлитиш башланған.
мусабиқә шәртлири вә қатнишиш даъириси
мусабиқигә толуқ оттура мәктәп, алий мәктәп (баклавур вә магестир) оқуғучилири шундақла җәмъийәттики барлиқ йашлар қатнишишқа тәклип қилиниду. қатнашқучиларниң өзи қизиқидиған йаки тәтқиқ қилған һәрқандақ саһә бойичә тема таллишиға рухсәт қилинған болуп, лексийәниң TEDx форматида, йеңичә көз қарашларға бағланған вә аммибап болуши тәләп қилиниду.
муһим вақит җәдвили
мусабиқигә қатнишишни халайдиғанлар 2026-йили 2-айниң 17-күнигичә тор арқилиқ тизимлитип, лексийә мавзуси вә қисқичә мәзмунини сунуши керәк. тәшкиллигүчиләр паъалийәт сүпитини сақлаш үчүн темиларни әстайидил таллайдиғанлиқини, қобул қилинғанларға 18-числағичә җаваб берилидиғанлиқини билдүргән. талланған маһирларниң сунум (Power Point) материйаллирини 19-числа саъәт 17:00 гичә әвәтип болуши шәрт қилинған.
баһалаш вә мукапатлаш
маһирларниң лексийәси төвәндики төт тәрәптин баһалиниду:
- идийәниң йеңилиқлиқи вә қиммити.
- байан қилиш маһарити вә тилниң раванлиқи.
- сәһнә ипадиси вә йүрүш-туруши.
- сунум материйаллири билән нутуқниң маслишиш үнүми.
мусабиқидә алдинқи үч дәриҗигә еришкәнләргә айрим-айрим һалда 7000 лира, 5000 лира вә 3000 лира нәқ пул мукапати берилиду.
паъалийәт орни вә вақти
мусабиқиниң һәл қилғуч басқучи 2026-йили 21-феврал күни истанбул сабаһаттин зайим университетиниң (IZU) İSEFAM Abdullah Tivnikli йиғин салонида өткүзүлиду.
тәшкиллигүчи орунлар бу паъалийәт арқилиқ уйғур йашлириниң өз-өзигә болған ишәнчисини ашуруш вә ана тилда йуқири сәвийәлик билим алмаштуруш муһити йаритишни үмид қилидиғанлиқини тәкитлимәктә.
җәдвәлни төвәндики адрстин көрәләйсз:https://docs.google.com/forms/d/e/1FAIpQLSe5z7369JNiiiUx6UiMuuCzjEzev_B8hSm5lUd175ArYbLz9g/viewform