уйғур почтиси, 26-март
тайир имин
26-март күни канада пайтәхтидә өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғур паъалийәтчилири вә канада қанун чиқарғучилири бирликтә канада һөкүмитини уйғур мәһбус һүсәйин җелилни хитай түрмисидин қутулдурушни җиддий күнтәртипкә кәлтүрүшкә чақирди.
һүсәйин җелил канада пуқраси болуп, 2006-йили өзбекистан һөкүмити һүсәйин җелилни хитайға өткүзүп бәргәндин кейин, хитай даъирилири уни «дөләтни парчилаш» җинайити билән муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилған. һазир униң түрмидә йатқиниға 20 йилдин ашти.
уйғур һәқлирини һемайә қилиш қурулуши иҗраъийә директори мәмәт тохти сөз қилип, канада баш министири марк карнийни дәрһал һүсәйин җелилниң аъилә әзалири билән көрүшүшкә, хитайдин һүсәйин җелилға адвокат көрүшүш һоқуқи тәләп қилишқа вә наһәқ түрмидә йетиватқан һүсәйин җелилниң дәрһал қойуп берилишигә чақириқ қилди.
оттава университети хәлқъара инсан һәқлири қануни мутәхәссиси, хәлқъара кәчүрүм тәшкилати канада шөбисиниң сабиқ башлиқи алекс нев (Alex Neve) мундақ деди: «һүсәйин җелилниң қамақта йатқиниға 20 йил болғанлиқини әсләш кишини интайин шүркәндүридиған қорқунчлуқ иш. биз униң қойуп берилиши мәсилисидә йетәрлик тиришчанлиқ көрситәлмидуқ, хитай униң канада пуқраси икәнликини етирап қилмиди. канада һөкүмити хитай билән болған һәр қандақ алақидә һүсәйин җелилни қойуп бериш мәсилисини алдинқи орунға қойуши керәк.хтай билән алақидар һәр бир йеғин, һәр бир сөһбәт бир тема билән башлинип, бир тема билән айақлишши кирәк, у болсму һүсәйин җилилни қойуп бәр!» у йәнә һүсәйин җелилниң хитайға өткүзүп берилиши мәсилисидә канада һөкүмитиниң йетәрлик тиришчанлиқ көрсәтмигәнликини әйиблиди.
канада парламент әзаси, «он миң уйғурни канадаға йөткәш» қанун лайиһәсини оттуриға қойғучи, инсан һәқлирини қоғдиғучи сәмирә зубәйр сөз қилип мундақ деди: «һүсәйин җелилниң һекайиси бир трагедийә. у канада пуқраси, униң канадада аъилиси бар. у һазир 19 йашқа киргән оғли билән техи йүз көрүшүп бақмиди, чүнки у 20 йилдин бери түрмидә. биз бүгүн униң инсаний нуқтидин түрмидин қойуп берилишини тәләп қилимиз. 20 йил йетәрлик вақит, у әмди аъилиси билән җәм болуши керәк. канада барлиқ күчини ишқа селип уларниң җәм болушини ишқа ашуруши керәк.»