«уйғур почтиси»ниң қурулғанлиқини тәбрикләймән, әҗир сиңдүргән қериндашларға алий еһтирам билдүримән
нөвәттә уйғур хәлқи дуч келиватқан қийинчилиқлар көп тәрәплимилик болуп, буларниң бири – өзлири учраватқан бесим вә зулум тоғрисида өз-ара учур алалмаслиқ, шундақла бу һәқтики пәрйадлирини дунйа җамаъәтчиликигә аңлиталмаслиқтур. буниң сәвәби ениқки, шәрқий түркистанда ахбарат әркинлики пүтүнләй чәкләнгәнликтиндур.
хитай коммунист партийиси (х.к.п.) һөкүмити барлиқ мухбирларни вә таратқу органлирини контроли астиға елип, пәқәт партийәниң йалған тәшвиқатлирини тарқитишқа мәҗбурлимақта. шуниң үчүн, һечқандақ ахбарат оргини йаки мухбир әркин һалда учур игиләш вә һәқиқий хәвәрләрни елан қилиш һоқуқиға игә әмәс. х.к.п. һакимийити шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини мәхпий елип берип, дунйа җамаъитидин йошуруп кәлмәктә. буниң нәтиҗисидә дунйа бу җинайәтләр һәққидә йетәрлик учурға еришәлмәйватиду.
мушундақ җиддий вәзийәттә, «уйғур почтиси»ниң оттуриға чиқиши хушаллинарлиқ бир иш болуп, уйғур хәлқиниң ахбарат саһәсидики чоң бошлуқни қисмән болсиму толдурушта вә һәқиқәтни йәткүзүштә һалқилиқ рол ойнишини һәмдә шәрқий түркистан хәлқиниң йаңрақ авази болушини үмид қилимән.
мән «уйғур почтиси»ниң қурулушини тәбрикләш билән биргә, уни қуруп чиққан мәсъул вә барлиқ хизмәтчи хадимлириниң хизмәтлиригә утуқ тиләймән.
чәксиз һөрмәт вә алий еһтирам билән, мусаҗан әр шәрқий түркистан маъарип вә һәмкарлиқ җәмъийити рәъиси – истанбул