һәбибулла изчи

һәр йили 12-нойабир вә буниң алди-кәйнидики күнләрдә муһаҗирәттики уйғурлар һәмдә шәрқий түркистан тәшкилатлири йеқинқи заман тарихимизда  1933- вә 1944-йиллири 12-нойабир қурулған икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлирини һәр хил шәкилдә хатириләп кәлмәктә. 

муһаҗирәт хәлқимизниң тарихмиздики икки җумһурийәтни хатирилиши тарихимизға болған һөрмәт вә шәрқий түркистанниң мустәқиллиқиға болған үмидиниң, хитайниң ишғалийити вә мустәмликичиликигә мәңгү тиз пүкмәйдиғанлиқиниң ипадиси болуп, мушу айниң тоққузинчи күни қазақистандиму икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қорулуш күни хатирилинип, қәһриман әҗдатларниң роһиға дуъа – тилавәт қилинған. бу паъалийәттә алди билән вәтән үчүн җан берип шәһид болған барлиқ қериндашлиримизниң роһлириға атап қуръан кәрим оқулғандин кейин, дунйа уйғур қурултийиниң қазақстандики вәкиллириниң йигит беши рәхимҗан мансуров сөз қилип, барлиқ вәкил вә меһманларни шәрқий туркистан җумһурийитиниң қурулған күни билән тәбрикләп, вәтинимизниң азат болуш күнлириниң аз қалғанлиқини вә бу күнләрниң уйғур хәлқигиму несип болидиғанлиқини ейитп өткән.

пешқәдәм инқилапчи, сийасәтшунас вә дунйа уйғур қурултийиниң алий мәслиһәтчиси қәһриман ғоҗамбәрди тарихмизда қурулған шәрқий туркистан ислам җумһурийити билән шәрқий туркистан җумһурийитиниң тарихи һәмдә уйғур давасиниң бүгүнки хәлқара сийасәт мәйданидики орни тоғрисидә тәпсилий тохтилип, буниңдин кейин уйғур давасида йәнә қандақ ишларни қилиш керәклики һәққидә сөз қилған.