уйғур почтиси, 30-март

иһсан умун

италийәниң порденон шәһиридә өткүзүлгән «порденон хәлқъаралиқ һөҗҗәтлик филим фестивали»да (PordenoneDocsFest), лагер шаһити вә ‍нсан һәқлири паъалийәтчиси қәлбинур сидиқ ханимға «җасарәт образи» (Images of Courage) мукапати берилди. 25-март башланған мәзкур фестивалниң тәқдим қилиш мурасимида, қәлбинур сидиқниң уйғур районидики ‍нсан һәқлири дәпсәндичиликлирини дунйаға ашкарилашта көрсәткән қорқмас роһи йуқири баһаланди.

порденон һөҗҗәтлик филим фестивали (PordenoneDocsFest) италийәниң порденон шәһиридә йилда бир қетим өткүзүлидиған, дунйаниң җиддий мәсилилирини мәзмун қилған вә ‍нсан һәқлири, адаләт вә баравәрликни асас қилған һөҗҗәтлик филимләр көрситилидиған нопузлуқ паъалийәттур. мәзкур фестивал йалғуз филим көрситиш биләнла қалмай, йәнә «җасарәт образи» мукапати арқилиқ дунйадики зулум вә наһәқчиликләрни паш қилишта алаһидә төһпә қошқан шәхсләрни тәқдирләшни мәқсәт қилмақта.

мурасим җәрйанида сөзгә чиққан фестивал тәшкиллигүчилири, қәлбинур сидиқниң өз бешидин өткән ечинишлиқ кәчүрмишләрни дунйа җамаъәтчиликигә йәткүзүш арқилиқ, зулумға қарши турушниң символиға айланғанлиқини тәкитлиди. қәлбинур ханим мукапатни қобул қилғанда қилған сөзидә, бу мукапатниң пәқәт өзигила әмәс, бәлки һазирму лагерларда зулум чикиватқан вә авази боғулған милйонлиған уйғурларниң аччиқ қисмитиниң хәлқара җәмийәт тәрипидин итрап қилиниши икәнликини билдүрди.

мәзкур фестивалда қәлбинур сидиқниң гуваһлиқ сөзлири асасида ишләнгән «машинниң көзи» (The Machine’s Eye) намлиқ һөҗҗәтлик филим таллинип қойулған. қәлбинур ханим зийаритимиз давамида бу мукапатниң өзини қоллап қуввәтләп кәлгән барлиқ қериндашлириниң вә филимниң ройапқа чиқишиға зор күч чиқарған дайа каһен (Daya Cahen) ниң ортақ нәтиҗиси икәнликини тилға алди. қәлбинур ханим хитайниң чегра һалқиған бастуруш қилмиши күчлүк болған италийәдә, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тунҗи қетим бундақ йуқири сәвийәдә аңлитилишиниң зор тарихий әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «җасарәт — қийинчилиқтин, һәр хил тәһтид вә бесимлардин қорқмаслиқ, тоғра йолдин қайтмаслиқ демәктур. мән бу шәрәплик мукапатни вәтинимиз шәрқий түркистанда хитай зулуми астида авазини чиқиришқа чарисиз қалған барлиқ уйғурларға беғишлаймән.» у йәнә, бу филимниң уйғурлар бешиға келиватқан паҗиъәләрни тонушида муһим рол ойнайдиғанлиқини вә бундин кейинму уйғур хәлқиниң авази болуш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүрди.

қәлбинур сидиқ уйғур районидики мәҗбурий тутқун қилиш лагерлирида хитай тили оқутқучиси болушқа мәҗбурланған муһим шаһитларниң биридур. у өзи шаһит болған лагер ичидики системилиқ қийнаш, җинсий зораванлиқ вә инсан қелипидин чиққан хорлашларни ғәрб дөләтлириниң парламентлирида вә хәлқъаралиқ сотларда дадиллиқ билән ашкарилиған. униң гуваһлиқ сөзлири хәлқъара таратқулар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини тонушида муһим асас болуп кәлмәктә.