шөһрәт һошурниң сүрийә хатириси (3) олҗиға тайнип йашаш: қәдди көтүрүлгән уйғурлар
шөһрәт һошур
сәпәрдә ғайә һәрқанчә улуғ болсиму, пачақта мағдур болмиса, ирадигә дәз кетидиған гәп; шан-шәрәп һәрқанчә улуғ болуп, йанчуқ пүтүнләй қуруқ болса, бу шан-шәрәп мәсхиригә дәсмий болидиған гәп. шуңа «сүрийәдики уйғурлар җенини қандақ беқиватиду?» дегән мәсилигиму инчикә диққәт қилдим .
«фәтиһтин (азатлиқтин) кейин он миң уйғур һәрбий муъаш еливатимиз, төвини 250 доллардин йуқуриси 1000 долларғичә.»
бу бир дастихан үстидә адәттики бир җәңчиниң еғизидин чиққан катта бир гәп; әгәр бу учур раст болса, бу сүрийәдики уйғурлар һайатидики чоң тәрәққийатла болмастин, уйғур тарихидикиму чоң бир иштур. чүнки уйғурларда һәрбий муъашқа тайинип турмуш кәчүрүш 1950-йиллардин кейин ахирлашқан. әлвәттә шинҗаң һәрбий районидики уйғурларға берилгән муъаш һәрбий муъаш әмәс, қуллуқ йаки әсир нәпиқисидур.
бу хәвәрниң тоғра- хаталиқини айдиңлаштурушниң койиға чүштүм.
бир күни командир йәһйа өзиниң өстүрүлгән муъаш рәсмийитини беҗириш үчүн идлибтики бир һөкүмәт бинасиға маңди, мәнму йандаштим. бир ишханини чекип киргинимиздә бир уйғур әмәмлдар үстилигә көк байрақни қадап қойуп, ләптапни кочилап олтурупту. йәһйа иккисиниң гепи түгишигила сорудум:
«нимә иш қилидиған ишхана бу?»
«ғәзинә ишлири башқармиси дәймизму?» деди әмәлдар, ишханиниң исминиң әрәпчә икәнликидин бишарәт берип.
«конкирт немә ишларни қилисиләр?»
«шәрқий түркистанлиқларға аъит болған барлиқ мал-мүлүкләрни хатириләймиз, тәқсимләймиз.
«урушта вәйран болған бу дөләттә буларниң мәхсус адәм хатирлигүдәк немиси барду?» дәп ойлап турғинимда, ишханиға ишикни чекип, әмәлдарсиман йәнә бир уйғур кирип кәлди. у «адәм байлиқи» ишханисиниң мәсиули икән.
у кирипла, командир йәһйаға мудапийә министирликидин кәлгән бир уқтурушниң роһини йәткүзди:
«барлиқ машинилиримизға бензин һәқсиз қачилинидиған болди, һәқсиз ремонтханиларму муқимлашти.»
түркийәдики чеғимда сүрийәдин кәлгән бир қериндишимиз: «бизниң җамаъитимизгә аъит үч миңчә машина бар» дегән иди, мушу машиниларниң гепи боливатамду йаки идлибта үч йүздәк һәрбий, мәмури уйғур әмәлдар бар дәп аңлиғанидм, ашу әмәлдарларниң машинисиниң гепини қиливатқанмиду, таза ениқ биләлмидим. түзүм сәвәплик буларниң көпинчә сан-сефирларни ашкарилимайдиғанлиқини билимән, шуңа үчинҗи бир ишханиға киргинимиздә, алақидар әмәлдардин сорудум:
«он миң уйғур һәрбий муъаш алиду, дегән гәп тоғриму?»
«санни десәк болмайду, әмма 18 йаштин йуқури уйғурларниң һәммимиз дөләт мудапийә министирликидин муъаш алимиз.»
«апирин, һеч болмиди дегәндә өзүңларни қутулдурупсиләр!» дедим ичимдә. бу қутулуш, иқтисадий җәһәттики қейинчлиқтинла қутулуш әмәс, роһий җәһәттики упраш вә езилиштинму қутулуш иди.
сөһбәт арисида йәнә билдимки, бу һәрбий муъаш йәрликләр вә башқа муһаҗирлар ичидики пәқәт урушқа қатнашқанларғила берилидикән; әмма уйғурларниң йеңи кәлгән, урушқа қатнашмиғанлириғиму берилидикән; буниң үчүн пәқәт уйғур гениралниң тәстиқи болсила купайә икән.
бу имтийаз уйғурларға урушта шеһит болғанларниң һөрмитидин болдиму, ирқий қирғинчилиққа дуч кәлгән милләт болғини үчүн һесдашлиқтин болдиму йаки генирал абдулъәзиз давутниң пичиқи бәкрәк кәскини учун болдиму, буни биләлмидим. әмма сүрийәдики уйғурларниң «әрәб үчүн өлүп бәрмигәнлики, әрзан әскәрму болмиғанлиқи», меһнитигә мунасип әҗиргә еришкәнлики, бу урушта зийан тартмиғанлиқини билдим.
сүрийә зийаритимдики һәмраһлиримдин йәнә бири таһир валий иди. бу киши уйғурлар азат қилған җисрул шуғур наһйәсиниң төт йил валийлиқ вәзиписини өтәпту. вәтәндә һаким дейилидиған бу мәнсәп бу йәрдә валий дейилидикән.
«қандақларчә валий боп қалдиңиз?» сорудум мән.
«җисрул шуғурни азат қилған вақтимизда әсәт тиклигән валий қачти, хәлқ сайлиған валий уруш қалаймиқанчилиқидики хәлқни башқурушта аҗиз келип қалди вә биз һәрбийләр тәрәптин бир валий тәләп қилди. вәзийәтниң тәқәззаси билән валий болуп қалдим.
демәк нопусиниң %99 и әрәб болған бир наһийәниң төт йиллиқ мәдәний-маъарип, қурулуш, малийә вә җамаъәт хәвпсизлики қатарлиқ һөкүмәт ишлири бир уйғур валй тәрипидин идарә қилинипту. таһир валий вәтәндә әслидә бир шопур икәнтуқ.
«машина һәйдәш билән бир наһийәдики 150 миң нопусни башқуруш бир-биригә йеқин ишлар әмәс, қийналдиңизму әмилиңизни ишлитиш җәрйанида?»
«қилчә қийналмидим. ишни адил елип барсақла, һечқандақ мәсилә чиқмайдикән.»
таһир валий дәсләптә көрүшкинимиздә «йурт нәдин?» дәп сорисам, «хан җәмәтиниң йуртидин» дәп чақчақ арилаш җавап бәргән вә бу йуртиниң йәкән икәнликини ейтқан. шуңа сорудум:
«валийлиқни қамлаштурушта қениңизда бир әмәлдарлиқ бар дәп қарамсиз йаки башқа амиллар барму?»
«адәм урушқа бир кирип чиққандин кейин йүрәк тохтайдикән; йүрәк тоқ болғандин кейин, алдираңғулуқ, җиддийчилик болмайдикән; адәм салмақ болғанда әқил нормал ишләйдикән; әқил нормал ишлигәндә, һөкүм тоғра чиқидикән; һөкүм тоғра болғанда адаләт шәкиллинидикән. мениң әмәлдарлиқ һәққидики ғалибийәт формулам мушу. мәмури башқуруш һәққидә кечикипрәк вә йетәрсиз тәлим алдуқ, йәнә оқуватимиз, йуқуриқи хуласәм тәҗрибидин кәлди.»
идлибтики уйғур әмәлдарларниң дийишичә, уруш мәзгилидә олҗа алған мал-мүлүклиригә уйғурлар өзлири игидарчилиқ қилидикән. җамаъәтниң қолидики олҗилири арисида бәлгилик көләмдә терилғу йәр, зәйтунлуқ бағ, бинзин понкити вә талла базири қатарлилар бар икән. бу олҗиниң кирими җамаъәтниң мәктәп, дохтурхана вә башқа параванлиқ ишлириға сәрп қилинидикән. бу терилғу йәр, бағ вә сода карханилириниң мәсъуллири вә хоҗайинлири уйғурлар икән; деһқанлири, ишчилири вә сода сетиқчилири йәрликләр икән. «бу һөкүмдарлиқ» һәққидики тәсиратимни байан қилиштин аввал, мән аңлиған йәнә бир «зораванлиқ» һадисисини қистуруп өтәй:
абдувәли айуп билән сүрийә зийарити һәққидә телефонда параңлашқан вақтимизда, у: «пәқәт бирла ишини тоғра көрмүдүм: бир күни икки җәңчи мени базарларни айландурди, дуканларни кәздурди, чайханиларға башлиди. бу җәрйанда уларниң йәрликләргә тутқан муъамилилиридә бираз почилиқ вә ночилиқни сезип қалдим. маңа улар худди йәрликләрни бозәк қиливатқандәк билинип кәтти.» деди. абдувәлигә йақмиған бу иш маңа йағдәк йеқип кәтти вә дәрһал дедим: «дегәнлириңиздин әң зоқланғиним дәл уларниң шу ночилиқ вә почилиқи болди. демәк, бизму адәм бозәк қилалайдикәнмиз, бозәк болуш бизниң өзгәрмәс тәқдиримиз вә тәбиъитимиз әмәс икән!»
мушу зоқлиниш писхикам бойичә, йуқуриқи «уйғурлар башлиқ, йәрликләр ишчи» вәзийитидики «һөкүмдарлиқимиз»динму зоқландим. чүнки хитайниң идарә- җәмиъйәтләрдә бир муъавин башлиқни уйғур қилип қойуп, андин уни қорчақ қилип ойниши; муһим вә һалқилиқ ишларни хитайлириға тутқузуп уйғурларни қара йаки йүгүр-йетим ишларға селиши; техи бу қара ишларниңму тәләйлик уйғурларға несип болуши, вәтәндики вақитлиримда ғорурумни әң зедилгән ишлардин иди. билимән, уйғурлар һөкүмранлиқ қиливатқан иш саһәси йәрликтикигә нисбәтән йоқ һесапта; шуниму билимән, земин вә дөләтниң игиси болған йәрликләрниң ночилиқи- һөкумранлиқи мутләқ үстүнлүктә. шундақ болсиму сүрийә сәпиримдә, шу үстүнликлиримиздин қәлбимдә өтмүшимиздин қепқалған җараһәт излириға азрақ мәлһәм тапқандәк болдум.
полковник җалалидин үч йил аввал истанбулда бир наштилиқта биллә болған вақтимизда мундақ дегән иди:
«бир шәһәрни азат қилғандин кейин, алди билән у шәһәр хәлқиниң қорсиқини тойғузушимиз керәк икән, шуниң билән тәң ташқи душмәнниң һуҗумидин қоғдишимиз керәк икән, андин шәһәрдә ички қалаймиқанчилиқниң алдини елишимиз керәк икән… дәсләпки йиллардә ғәнимәт алған бир еликтир истансиси қурулушини парчилап сетип хәҗливетип қаптуқ, әслидә һәрқанчә қейинчилиққа учрисачму сақлап қелишимиз керәк икән…»
шу күни полковник пушайман қилған ашу «булаң-талаң»динму мән зоқланған идим. чүнки олҗа күч вә җасаратниң һосулидур; шуңа олҗидин рисқланған кишиниң өзигә болған ишәнчиси ашиду, җасарити қатлиниду. олҗа демәк иптидаъий һәрбий муъаш демәктур; һәрбий муъаш рәсмийләшкән олҗа демәктур.
шундақ, сүрийәдики уйғурлар башқа дөләтләрдики муһаҗир уйғурларға нисбәтән йәнә намрат. мәһәлилиири қақас, бәзилириниң өйлири өтмә-төишүк. өйидә һели ток кәтсә, һели интернет тори кеслидиған иш нормал. көпинчисиниң үсти- беши биздәк парқирақ әмәс; әмма уларниң виҗдани раһәт, йәрликләр алдида һечнәдә тили тутуқ әмәс, йәрликләрниң пәрзәнтлири алдида пәрзәнтлириниң бойни пүкүк әмәс. чүнки улар өзлири туриватқан дөләттә йашаш һоқуқини сорап- илтиҗа қилип әмәс, дөләтниң қурулуши вә хәлқниң азатлиқи үчүн күрәш қилип, һәссә қетип алған. улар йәр шарида һәрбий муъаш вә олҗиға тайинип йашаватқан бирдинбир уйғур коллектипи… шуңа улар қәдди көтүрүлгән, русланған уйғурлардур. аллаһ бу руслинишни, һәммимизгә – миллитимизгә омумйүзлик несип қилғай!
(давами бар)
әскәртиш: аптор йеқинда сүрийәни зийарәт қилип, уйғур җамаъити билән биваситә пикир алмаштурған вә бир йүрүш йазмиларни елан қилғаниди. «уйғур почтиси» охшимиған пикирләргә сәһнә бериш пиринсипи бойичә, сүрийәдики уйғурлар һәққидиму мустәқил авазға орун бәрди. обзорларда оттуриға қойулған пикир вә көз-қарашлар апторниң мустәқил пикри болуп, «уйғур почтиси»ниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.