уйғур почтиси, 16.март

алп

сүрәт мәнбәси: америка таможна вә чегра қоғдаш идариси (CBP) / Flickr

америкиниң нопузлуқ иқтисад вә сийасәт мәтбуъатлиридин бири болған «The Wire China» торида 2026-йили 15-март күни нуһ берман (Noah Berman) имзасида елан қилинған йеқинқи бир мақалә, «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA) ниң иҗра қилиниш мусаписидә сүръәтниң астилаватқанлиқини оттуриға қойди. мақалидә байан қилинишичә, тирамп һөкүмитиниң « америка биринчи » сийасити вә хитай билән болған мунасивәттә сода мәнпәъәтини әвзәлликкә игә қилиш позитсийәси, тарихий әһмийәткә игә бу қанунниң иҗра күчини аҗизлаштуруп қойуш хәвпини туғдурмақта.

мақалидики әң муһим нуқтиларниң бири, тирамп һөкүмитиниң ‍нсан һәқлири мәсилисигә тутқан «сода характерлик» позитсийәси болуп, апторниң қаршичә, нөвәттики һөкүмәт уйғур мәҗбурий әмгики мәсилисини сап әхлақий вә қануний мәҗбурийәт сүпитидә көрмәстин, бәлки хитай билән болған баҗ вә башқа сода сөһбәтлиридә техиму көп мәнпәъәткә еришишниң бир «баһа таллишиш карти» сүпитидә ишлитишкә майил икән. бу хил йүзлиниш, мәҗбурий әмгәк маллирини америка базиридин пүтүнләй чәкләш ирадисиниң нөвәттики сийасий мәнпәъәтләр үчүн қурбан қилиниватқанлиқидин бешарәт бериду.

мақалидики ситатистикилиқ мәлуматлар бу әндишини техиму күчәйтиду: өткән бир йилда америка таможна даъирилири тохтатқан мәҗбурий әмгәк маллириниң қиммити 178 милйон доллар болуп, бу 2024-йилидики 1.4 милйард долларлиқ тохтитиш миқдариға селиштурғанда 87 пирсәнт төвәнлигәнликини көрситиду. шуниң билән биргә, һөкүмәт мәҗбурий әмгәк қара тизимликигә бир йилдин буйан бирәр йеңи ширкәтниму қошмиған.

мақалигә асасланғанда, америка ичидики бир қисим күчлүк сода гуруһлири вә чоң карханиларниң һөкүмәткә қиливатқан бесими (Lobbying) көрүнәрлик ашқан; болупму қуйаш енергийәси, тоқумичилиқ вә техника саһәсидики ширкәтләр тәминләш зәнҗиридики мурәккәпликни баһанә қилип, «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA)  ниң қаттиқ тәкшүрүш өлчәмлирини йумшитишни тәләп қилған. тирамп һөкүмитиниң «америка иқтисадини җанландуруш» вәдиси бу карханиларға йол ечип бәргән болуп, нәтиҗидә ‍нсан һәқлири чәклимилириниң иқтисадий пайда алдида иккинчи орунға чүшүп қелиш хәвпи күчәйгән.

мақалидә йәнә тирамп һөкүмитиниң сийасий логикисидики зиддийәтләрму тәнқид қилинған. һөкүмәт хитайға қаратқан баҗ сийаситини «дөләт мәнпәъәти» дәп җар салсиму, әмәлийәттә мәҗбурий әмгәк маллириниң базарға киришигә васитилик сүкүт қилиш арқилиқ, америка иқтисадини зулум үстигә қурулған тәминләш зәнҗири арқилиқ җанландурмақчи болған. «баҗни көп төлисәң базарға киривәр» дегән бу хил позитсийә хитай һөкүмитигә «америкиниң әхлақий пиринсиплирини сода арқилиқ сетивалғили болиду» дегән хәтәрлик сигнални бериш билән биргә, хитайниң уйғурларни нишан қилған мәҗбурий әмгәк системисиниң давамлишишиға васитилик йол ечип бәрмәктә.

гәрчә вәзийәт шунчә мурәккәп болсиму, апторниң қаришичә, америка парламентидики һәр икки партийәдин әзаларниң бу қанунни қоғдаш ирадиси йәнила әң ахирқи мудапиъә сепи болуп қалмақта. парламент әзалириниң һөкүмәтниң иҗраъийә җәрйанидики бошаңлиқини әйибләп, «уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни» (UFLPA)  ниң пәқәт бир сийасий қорал әмәс, бәлки инсаний қәдир-қиммәтни қоғдайдиған бир синақ теши икәнликини тәкитлиши зор әһмийәткә игә.

хуласилигәндә, «The Wire China» тори оттуриға қойған бу пакитлар, тирамп дәвридики америка сийаситиниң «виҗдан билән пайда» оттурисидики бир қийин таллашқа дуч кәлгәнликини көрситип бериду. әгәр сийасий мәнпәъәтләр ‍нсан һәқлири пиринсиплиридин үстүн турса, бу пәқәт бир қанунниң мәғлобийити болупла қалмастин, бәлки хәлқъаралиқ әхлақ вә адаләтниң йимирилиши болуп қалиду.

мәнбә:  https://www.thewirechina.com/2026/03/15/has-trump-shelved-the-uyghur-forced-labor-law/