уйғур почтиси, 15-йанвар

5. хәлқъара қануний мәҗбурийәтләр билән сийасий мәнпәъәт оттурисда қапсилип қелиш

тәйвәндики фулбрайт (Fulbright) тәтқиқатчиси киристин савино  (Christine Savino) һиндистан түрмисидики бу үч ака- ука уйғурниң делосини заманиви қанун дөләтлирини түп пиринсипларға йүзлинишигә мәҗбур қилидиған килассик синақ, дәп атайду. униң қаришчә, бу делониң қануний җәрйани асаслиқ үч темиға мәркәзләшкән болуп, булар: қайтурмаслиқ пиринсипи, халиғанчә тутуп турушни мәнъи қилиш вә адил сотлиниш һоқуқидин ибарәт.

қайтурмаслиқ пиринсипи (Non-refoulement): бу пиринсип бир шәхсни қийин- қистақ, рәһимсизлик йаки инсан қелипидин чиққан җазаларға учраш хәвпи болған дөләткә мәҗбурий қайтурушни мәнъи қилиду. савинониң тәһлиличә, һиндистан 1951- йилидики «мусапирлар әһдинамиси»гә әза болмисиму, бу мәҗбурийәттин халий болалмайду. чүнки бу пиринсип хәлқъара қанун (Customary international law) вә һечқандақ мустәснасиз алий қануний күч (Jus cogens) сүпитидә барлиқ дөләтләрни әмәл қилишқа чақириду. униңдин башқа, һиндистан әза болған «пуқралар вә сийасий һоқуқ хәлқъара әһдинамиси» (ICCPR) ниң 7- маддисиму дөләтләрниң шәхсләрни қийин- қистақ хәвпи бар җайға қайтурушини очуқ мәнъи қилиду. хитайниң уйғурларға қаритиватқан системилиқ зийанкәшлики, халиғанчә тутқун қилиши, җаза лагирлири вә ирқий қирғинчилиқ сийасәтлири қатарлиқ пакитлар бу үч йаш үчүн хәвпниң пәқәт бир пәрәз әмәс, бәлки әмәлий тәһдит икәнликини испатлайду. шуңа, уларниң хитайға қайтурулуш еһтималлиқи қанун җәһәттин тақалған бир йол дәп қарилиду.  инсан һәқлирини көзитиш тәшкилатиниң (HRW)  җәнубий асийа ишлири мәсъули минакши гаңгули (Meenakshi Ganguly) бу һәқтә тохтилип: «һиндистан даъирилири шуни ениқ билиши керәкки, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зийанкәшликлирини инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин дәп бекиткән» дәйду. 

американи мәркәз қилған уйғур тәтқиқат мәркизиниң мудири абдулһәким идрис «уйғур почтиси»ниң телефон зийарити әснасида бир тарихий паҗиъәни әскәртип мундақ дәйду: «буниңдин илгири һиндистан өзигә сиғинған ширъәли исимлик бир уйғур балини нипалға қайтуруп бәргән, нипал болса уни хитайға өткүзүп бәргән болуп, у бала ахирида хитай тәрипидин өлүм җазасиға һөкүм қилинғаниди. һиндистанниң бундақ паҗиъәлик хаталиқни қайта садир қилмаслиқини үмид қилимиз.» 

адил сотлиниш һоқуқи (Right to a Fair Trial) : һиндистан «дунйа инсан һәқлири хитабнамиси» (UDHR) гә имза қойған дөләт болуш сүпити билән, униң 11(1)- маддиси бойичә, җинайәт билән әйибләнгүчи һәр бир кишиниң очуқ сотта җинайити испатланғучә әйибсизлик пәрәзи (Presumption of innocence) бойичә муъамилә көрүш һоқуқиға капаләтлик қилиши шәрт. ICCPR ниң 14- маддисида «һәр бир кишиниң мустәқил вә тәрәпсиз сот тәрипидин адил сотлиниш һоқуқи барлиқи» ениқ бәлгиләнгән болуп, бу җәрйанда « кечиктүрмәслик» тәләп қилиниду. бирақ, бу дилода мәзкур һоқуқлар дәсләпки қәдәмдила дәпсәндә қилинған. бу үч ‍ака- ука 2013- йили тутулғанда тәрҗимансиз сорақ қилинған, йаш хатирилири бир- биригә зит. әң еғир мәсилә шуки, улар җаза муддитини түгәткәндин кейин, «аммиви бихәтәрлик қануни» (PSA) бойичә сотсиз һалда  тутуп турулуш муддити қайта- қайта узартилған. хәлқъара қанун нуқтисидин қариғанда, адил сот қилинмай туруп җинайәтни алдин пәрәз қилиш кишиләрни җазалаш йаки қайтурушқа асас болалмайду. 

халиғанчә тутуп турушни мәнъи қилиш (Prohibition of Arbitrary Detention): конкрет бир әйибләш болмай туруп намәлум муддәткичә тутуп туруш хәлқъара қанун бойичә очуқ бир хилап қилиштур. адвукат лассуниң дейишчә, бу бир җаза әмәс, бәлки қануний ениқсизлиқниң (Legal uncertainty) җазаға айлинип қелишидур. қануншунас латиф заман дәва бу үч йашниң 11  йилдин (һазир 13 йилға қәдәм қойди) артуқ тутуп турулуши б д т ниң өлчәмлиригә пүтүнләй хилап дәп қарайду. у һиндистан асасий қанунидики «дөләт сийаситиниң йетәкчи пиринсиплири»ниң 37- маддисини мисал кәлтүрүп, дөләтниң қанун чиқиришта хәлқъара пиринсипларға әмәл қилиш мәҗбурийити барлиқини, һиндистан територийәсидики барлиқ чәтъәлликләрниңму «баравәрлик һоқуқи» вә «йашаш һоқуқи» дин бәһримән болуши керәкликини тәкитләйду. униң қаришичә, һиндистан бу үчәйләнни аввал әркинликкә қойуп бериши, панаһлиқ тәләп қилса панаһлиқ һоқуқи (Right to asylum) бериши, йаки үчинчи бир дөләткә кетишигә барлиқ дипломатик қолайлиқларни йаритип бериши лазим. 

 абдулһәким идрис әпәнди News18  телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, бу үч ака-укиниң он йилдин артуқ вақит тутуп турулуватқанлиқини әскәртип, «бирәр җинайәт өткүзгән тәқдирдиму, җаза муддити аллибурун тошуп болған болатти» дәп наразилиқини билдүриду.

һиндистан уйғур җәмъийитиниң рәъиси васим абдуллаһ. (сүрәтни өзи тәминләнди.)

һиндистан уйғур җәмъийитиниң башлиқи васим абдуллаһ: «һиндистан һөкүмити вә алақидар органлар йахши нийәттә болди. бирдинбир мәсилә, үчинчи бир дөләтниң бу үч кишини қобул қилидиғанлиқини рәсмий дәлиллишидур. бу болмиғучә қойуп бериш қарари чиқиралмайду» дәйду. бу қарашни һөкүмәт тармақлири җәзмләштүрсә, һиндистанниң васитилик һалда уларни хитайға қайтурмаслиқ позитсийәсидә болуватқанлиқини, әмма уларни әркинликкә қойуп беришниму халимайдиғанлиқини көрүвелишқа болиду. һиндистанда рәсмий һалдики мусапирлар системиси (Refugee system) болмиғачқа, йашлар қойуп берилгән һаман салаһийити ениқ болмиған «кимликсиз чәтъәллик»кә айлинип, йеңи бир қануний мурәккәплик туғдуриду. 

әмәлийәттә бу мурәккәпликни һиндистан адувкат ласссу, қануншунас латиф заман дәва вә башқа мутәхәссиләрниң тәвсийә қилғинидәк, бу үчәйләнгә тибәтләргә охшаш сийасий панаһлиқ бериш арқилиқ асанла һәл қилалиши мумкин. савино һиндистанниң тибәт мусапирлирини қарши елип, уйғурларни түрмидә тутуп турушини кәмситиш характерлик муъамилә (Discriminatory treatment) дәп тәсвирләйду. һиндистанниң тибәтләргә очуқ- ашкара панаһлиқ берип, уйғурларға кәлгәндә «аммиви бихәтәрлик қануни» баһаниси билән уларни қамақта тутушини — ениқ бир қош өлчәм дәп баһалайду. латиф заман дәва әпәндиму бу үч кишини түрмигә қамаш қанунға хилаплиқ қилғанлиқ болуп, бу вәқә һазирқи һөкүмәтниң мәлум бир топлуққа, йәни мусулманларға тутқан позитсийәсини ашкарилап беридиған нурғун мисалларниң бири дәп қарайду. хәлқъара қанун диний етиқад йаки миллий келип чиқиш қандақ болушидин қәтъийнәзәр һәр қандақ кәмситишни мәнъи қилиду.  

йуқириқи принсипларниң бир дилода мушунчилик зич гирәлишип кетиши, йәни дәпсәндә қилиниши бу вәқәни адәттики бир көчмәнләр мәсилисидин һалқитип, хәлқъара қанун тәртипиниң функисийәси нуқтисидин дунйави бир мисалға айландурған.

(давами бар)

хәвәрниң алдинқи қсми: тәпсили хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (1)

тәпсилий хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (2)

тәпсилий хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (3)

тәпсилий хәвәр: 13 йилға созулған мәһкумлуқ, һиндистан түрмилиридә унтулған үч уйғур йашниң тәқдири (4)