
«лоп наһийәси: мунәввәр әнъәниви җуңго мәдәнийити мәктәпләргә кирди, көп хил маъарип балиларниң қәлбини озуқландурди» темисидики сүрәт. хитай чаңчилиси орундаватқан уйғур балилар.
уйғур почтиси, 11-йанвар
зулһайат өткүр
хитайниң шәрқий түркистандики әң чоң ахбарат васитиси болған «шинҗаң гезити» хәвиригә асасланғанда, йеңидин түзитиш киргүзүлгән «дөләт ортақ тил- йезиқи қануни» 2026- йил 1- йанвардин башлап рәсмий иҗра қилинидикән.
мәзкур қанун бундин 25 йил бурун йәни 2001- йил 1- йанварда елан қилинған болуп, бу қетим униңға қисмән түзитишләр киргүзүлгәнлики мәлум. игилинишчә, йеңи қанун җәмъий 5 баб, 32 маддидин тәркиб тапқан икән.
хитай тәшвиқатлирида ейтилишичә, бу қетим «дөләт ортақ тил- йезиқи қануни» ға қайта түзитиш киргүзүлүп елан қилинишниң мәқсити, хитай җәмъийитидики маъарип, аммивий мулазимәт, хәлқъаралиқ йәрмәнкә- паъалийәтләрдә вә тор бошлуқида, өлчәмләшкән хитай тили вә йезиқи путоңхуа (мандарин) қоллиниш вә ишлитишни техиму күчәйтиш үчүн икән. хитай компартийәсиниң зувани болған «хәлқ гезити» chinadaily.com.cn ниң хәвиригә қариғанда, бу қанунда йәнә тил ишлитиш билән мунасивәтлик болған қануний мәҗбурийәтләр вә җазаларниң күчәйтилидиғанлиқиму бәлгиләнгән.
көзәткүчиләрниң қаришичә, бу қанунниң йеңидин йолға қойулуши уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ милләтләрниң өз ана тилини қоллиниш бошлуқини техиму тарайтиветиш билән биргә, хитай мәдәнийитигә ассимилатсийәлишиш қәдимини техиму тезлитиду.
уйғурларға нисбәтән ейтқанда, нөвәттә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқиға учраватқан, уйғур тили вә мәдәнийити йоқилишқа йүзлинип еғир һалсирап қалған вәзийәттә, «дөләт ортақ тил- йезиқи қануни» ниң йолға қойулуши, уйғур хәлқиниң өз ана тил- йезиқини қоллинишниң «қанунсизлиқ» рамкиси астида бир тәрәп қилинидиғанлиқидин, уйғур йаш әвладлириниң бундин кейин хитай тилини мәҗбурий һалда әмәс, өз ихтийарлиқи билән өгинидиған вәзийәткә қистап кәлгәнликидин дерәк бериду.
сөзни 2001- йили «дөләт ортақ тил- йезиқи қануни» йолға қойулғандин кейин, униң шәрқий түркистандики уйғур тили вә мәдәнийитигә көрсәткән тәсиридин башлашқа тоғра келиду.
бу қанун йолға қойулғандин кейин, уйғур маъарипи, оқу- оқутуш ишлири вә дәрслик китаблар еғир вәйранчилиққа учриди дәп ейталаймиз. уйғур елида 2004- йилидин башлап, хитай һөкүмити барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләрдә қош тиллиқ оқутушни хитайниң сотсийалистик базар игиликиниң тәлипи икәнликини җакарлиди вә шундин етибарән, йәсли, башланғуч мәктәпләрдә қош тиллиқ маъарипни йолға қойуш шиддәт билән әвҗ елип, 2017- йилиға кәлгәндә, хитай тилиниң уйғур тилиниң орнини игилиши рәсмий ишқа ашурулди. уйғурчә дәрслик китабларниң орниға хитайчә дәрсликләр дәсситилди. буниңға әгишип уйғур районида нәшир қилиниватқан уйғурчә китаблар вә түрлүк нәшир буйумлири азийишқа, һәтта пүтүнләй дегүдәк тохтап қелишқа қарап йүзләнди, хитай һөкүмити өзи нәшир қилған китабларниң мәзмунидиму рушән өзгиришләр йүз берип, уйғур тарихи, мәдәнийити вә әдәбийатиға аъит мәзмунлар хитайниң идеъологийәсигә маслаштурулди.
униң үстигә тийатирхана, китабхана вә иҗтимаъий алақә супилири вә тор бәтлири қатарлиқ уйғур тилидики чәклик «бошлуқ»лар хитай һөкүмитиниң контроллуқи астида иди. уйғур тилиниң чәклик имканийәтләр даъирисидә аз- тола мәвҗут болуп туруши уйғур хәлқиниң хитай тилиниң һөкүмранлиқиға қарши тинч қаршилиқ көрситиш ирадисиниң символи болуп қалғаниди.
һалбуки, хитай һөкүмитиниң уйғур елини идарә қилиш үчүн лайиһәләнгән «шинҗаңға нуқтилиқ йардәм бериш» вә «мәдәнийәт арқилиқ шинҗаңни озуқландуруш» дегәндәк бир қатар истиратегийәлик сийасәтлириниң йолға қойулушиға әгишип, хитай тили пүткүл уйғур ели миқйасида мәҗбурий һалда һөкүмәт, маъарип системиси, һәтта күндилик турмуш алақисидә һөкүмран тилға айландурулди. хитай компартийәси рәһбири ши җипеңниң «мәдәнийәт кимликиниң йадроси тил кимликидә болуши керәк» чақириқи астида, уйғурларға қарита хитай тили сәвийәси кишиләрниң сапасини өлчәйдиған өлчәм қилинди. буниң билән, уйғурлардин тәркиб тапқан маъарип сепида вә дөләт мәмурий хизмәтчилири арисида тасқаш елип берилип, миңлиған хадимлар иштин бошитилди вә аталмиш тәрбйәләш мәркәзлиригә әвәтилди. ана тил йәслилири ачқан, уйғур тили дәрслики түзүшкә қатнашқан кишиләр көздин йоқитилди йаки еғир қамақ җазалириға муптила қилинди. «җинниң қәсти шаптулда» дегәндәк, хитай һөкүмити бошиған хизмәт орунлириға хитай көчмәнлирини йөткәп кәлди. буниң бир мисали сүпитидә, хитай маъарип министирлиқиниң〔2003〕4 номурлуқ һөҗҗитидә көрситилгән доклатни пакит қилип өтүшкә әрзийду. мәсилән, 2002- йилидин буйан, шәндуң өлкисидин һәр икки йилда тәхминән 200 оқутқучини җәнубий уйғур елидики төт вилайәт вә шималий уйғур елидики үч районға әвәткән. бу хил сүръәт билән мөлчәрлигәндә, хитай өлкилиридин уйғур елиға әвәтилидиған оқутқучиларниң омумий сани бир қанчә миңға йетиши мумкин.
бейҗиң, шаңхәй, тйәнҗин вә җйаңсу қатарлиқ шәһәр вә өлкиләрдин йилиға 800 нәпәр оттура мәктәп оқутқучиси уйғур елиға әвәтилгән. буларниң тәминати үчүн мәркизий һөкүмәтла 8 милйон 300 миң йүән мәбләғ аҗратқан. рушәнки, хитай өлкилиридин уйғур елиға әвәтилгән көчмәнләр йуқири маъаш вә тәминаттин бәһриман болуш шәрти астида тәклип қилиниду.
2024- йилиға кәлгәндә, илгирикигә қариғанда техиму қизиллашқан, хитай кимликигә техиму йеқинлашқан мәзмунлар билән толған йеңи бир йүрүш дәрслик китабларни нәшр қилиш баһаниси билән, уйғур маъарипи өзиниң миллий әнъәнисидин, писхик йилтизидин барғансери йирақлаштурулди. бүгүнки күндә хитай һөкүмити уйғурларни пәқәтла сүкүт қилишқа йаки өз ихтийарлиқи билән хитай тилини таллашқа мәҗбур қилмақта.
2025- йилдики шинҗаң һөкүмәт хизмити доклатидики санлиқ мәлуматларға асасән, уйғур елида өлчәмлик хитай тилини өгиниш нисбити %72.2 болуп, бу һәр он адәмниң тәхминән йәттиси хитай тилида алақә қилалайду дегәнликтин ибарәт. бу хил вәзийәттә «дөләт ортақ тил- йезиқи қануни» ни йеңидин түзүп вә йолға қойушниң зөрүрийити барму- йоқ дегән суъал туғулиду. бизгә айанки, хитай һөкүмити уйғур тилиниң орниға хитай тилини дәсситиш, уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләрни өз ана тилини қоллиниш һоқуқидин мәһрум қилиш җинайәтлирини йепиш үчүн, мәзкур қанунни қалқан қилмақчи болған, йаки башқичә тил билән ипадилисәк, қануний җинайитини «қанун» арқилиқ қоғдимақчи болған.
уйғур тили вә йезиқи чәкләнгән тәқдирдә уйғурларниң миллий маъарип җәһәттә арқиға чекинипла қалмай, бәлки йәнә уйғур мәдәнийитиниңму еғир бузғунчилиққа учрайдиғанлиқини тәсәввур қилалаймиз. уйғур тилиниң чәклимигә учриши билән тәң уйғурларниң миллий кимликини бәрпа қилидиған амиллардин диний етиқад, өрп- адәт вә әнъәнә қатарлиқларму өз қиммитини йоқитиду вә кейинки әвлатларға йәткүзүлүш йоллири кесип ташлиниду.
әскәртиш: обзордики көзқараш вә нуқтиъийнәзәрләр уйғур почтисиниң мәйданиға вәкиллик қилиши натайин.