уйғур почтиси, 20-нойабир
канада дунйада уйғур көчмәнлирини йәрләштүрүшни қанунға айландурған тунҗи дөләт болуп, канада парламентиниң төвән палатаси 2023-йил 1-феврал, 10 миң уйғур вә башқа түркий мусулман мусапирларни орунлаштурушни тәләп қилидиған M62 тәклипини бир аваздин мақуллиған.
бүгүн канада парламентида M62 қарари бойичә канадаға йетип кәлгән йеңи бир түркүм уйғур көчмәнләрни күтүвелиш мурасими өткүзүлүп, канада һөкүмитиниң хитайниң дөләт һалқиған бастурушидин панаһлиқ тиләп кәлгән бу уйғурларға қучақ ачидиғанлиқини намайан қилған.
канададики уйғур паъалийәтчи, уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши тәшкилатиниң мәсъули мәмәт тохтиниң иҗтимаъий таратқуда билдүрүшичә, мурасимға төт чоң сийасий партийәдин 42 парламент әзаси, партийә рәһбәрлири, канада баш министири ишханисиниң икки йуқири дәриҗилик әмәлдари (баш секретар вә ишхана мудири), һазирқи һөкүмәттин алтә нәпәр федерал кабинет министири, төт нәпәр сабиқ министир, шундақла ташқи ишлар вә көчмәнләр министирлиқиниң муһим әмәлдарлири қатнашқан болуп, оттава, торонто, монтреъалдин кәлгән уйғур қериндашлар актип иштирак қилған.
канада парламенти лебрал партийә әзаси, M62 қанун лайиһәсини сунған сәмир зубәйир йиғинда сөз қилип, мәзкур мусапир уйғурларни канадаға йөткәштә актип аваз қошқан министирликләр вә уйғур тәшкилатлириға рәһмәт ейтқан.
мәмәт тохти мундақ дегән: «уйғур һәқлирини қоғдаш қурулуши тәшкилатиниң канададики күчлүк тәсири йәнә бир қетим намайан болди.»
сөһбәттә йәнә канададики уйғурларниң йеңи кәлгән уйғурларға меһмандостлуқ вә қериндашлиқ меһрини йәткүзгәнлики тилға елинған.