уйғур почтиси, һәбибулла изчи

24. 03. 2026

норуз байрими уйғурларниң узақ тарихий тәрәққийатлар җәрйанида мәдәнийәт бәрпа қилиш вә мәдәнийәт өзләштүрүш асасида шәкилләндүргән, аммивий асаси күчлүк, қәдимиликкә, омумийлиққа игә йәрлик вә миллий алаһидилик муҗәссәмләнгән әнъәниви байрамлиримизниң бири.

 норуз, әслидә парисчә сөз болған нәвроз сөзиниң уйғур тилидики өзгәргән варийанти болуп, сөз мәниси җәһәттин «баһар йамғури», «тунҗи баһар күни», « көкләм күни» дегән мәниләрни билдүриду. бу байрам шәмсийә календари бойичә қиш ахирлишип, баһарниң башлиниш күни йәни һәр йили 3-айниң 21-күни  күн билән түн тәңләшкән баш баһарниң биринчи күни өткүзилиду. норуз байрими әсли маһийити билән йеңи йил байрими болуп, бу әнъәнивий байрам  бизниң турмуш адитидитимиздә интайин чоң тәсиргә игә.

норузда  кишиләрдә пәйда болидиған мәнивий хушаллиқ вә дәбдәбилик, җушқун иҗтимаъий кәйпийат әң йуқури пәллигә чиқиду. пүтүн йурт вә мәһәллә – көй бойичә байрам тәнтәнисигә чөмүлиду. өйләрдә бәрикәт, моллуққа символ қилинған норуз еши етилип, мәйданларға дашқазан есилиду. хәлқ норуз сәйлиси қилип, нәғмә – нава вә хошаллиқ билән баһарни йәни норузни күтүвалиду.  хәлқ мәйданларға топлунуп ат бәйгиси, оғлақ тартишиш, чәвган топ, челишиш қатарлиқ түрлүк тәнтәрбийә паъалийәтлири уйуштуруп, мәйданларға дарвазлиқ сәһнилири вә сарғайдилар қурулуду, йаш йигитләр, сомбул чачлиқ қизлар дар арғамчилирида вә пирқирап чөргиләватқан сарғайдиларда маһарәт көрсүтүду.

‎ ‎әнә шу қутлуқ күндә, дунйаниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар бу йилму биргә йетип кәлгән роза һейт вә норуз байримини тәбрикләп паъалийәтләр өткүзгән болуп,германийәдә дунйа уйғур қурултийи мәдәнийәт комтетити вә уйғур йавропа мәдәнийәт мәркизиниң бирликтә тәшкиллиши, германийә мийунхен йашлар мәшрипиниң орунлаштурушида, мийонхенда роза һейти вә норуз байримилиқ паъалийәт өткүзүлгән. паъалийәткә мийонхендики уйғур җамаъити, франсийә, белгийә, шивитсарийә, түркийә вә башқа җайлардин кәлгән меһманлар болуп 200 дин җиқ киши қатнашқан.

бу паъалийәттә, уйғур йавропа мәдәнийәт мәркизиниң орунлишида, германийә, голландийә, норвегийә,әнгилийә,  түркийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән сәнъәткарлар уйғур мәдәнийәт -сәнъитидин номурларни тәқдим қилған.

Screenshot

шивитсарийәдә– шивитсарийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллишидә, шивитсарийәдики уйғурлар бир йәргә җәм болуп роза һейти вә норуз байримини тәбриклигән.

норвегийәдә– 20-март роза һейт күни, норвегийә уйғур җәмийити,  вә уйғур йавропа мәдәнийәт мәркизиниң бирликтә орунлаштурушида, бирликтә йетип кәлгән роза һейт вә норуз байримини тәбрикләп паъалийәт орунлаштурулған. бу паъалийәткә 300 дин җиқ киши қатнашқан.

шивитсийәдә– шивитсийә уйғур бирликиниң тәшкиллишидә 20 – март күни, роза һейт вә биргә йетип кәлгән нозур байримини тәбрикләп паъалийәт орунлаштурулған.

 әнгилийәдә– әнгилийә пайтәхти лондонда 22-март күни, әнгилийәдики уйғур йашлири тәрипидин биргә йетип кәлгән роза һейт вә норуз тәбрикләнгән.

канадада пайтәхти торонтода– канада шәрқий түркистан җәмийити вә уйғур һәқлирини қоғдаш тәшкилати тәрипидин, канадаға м62 программиси ичидә йеңидин кәлгән уйғурларни күтүвелиш вә йеңи кәлгән қериндашлар билән кона уйғурларниң бир йәргә җәм болушида роза һейт вә норуз байрими тәбрикләнгән.

өзбәкистанда-өзбәкистан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшкиллишидә, өзбекистан пайтәхти ташкәнттә роза һейти вә норуз байрими тәбрикләнгән болуп, бу йиғилишта 90 йашқа киргән дилбәр аппайниң уйғур муһаҗиритини вә өзбекистандики уйғурларни милли әнъәниси вә кимликини қоғдаш һәққидә қилған сөзлири йүрәкләрни титрәткән.

қазақистанда-қазақистан уйғурлири һәр қайси йуртлардики йигит бешиларниң тәшкиллишидә җәм болуп, роза һейт вә норуз байримини тәбриклигән.

америкида– америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллишидә 21-март күни, уйғур мәдинийити ,йеңилиниш вә мәнсуплуқ намида роза һейт вә норуз байрими мунасивити билән тәбрикләш паъалийити өткүзүлгән.

түркийәдә– 21-март күни, түркийәдә паъалийәт елип бериватқан дунйа уйғур қурултийи вәхписи вә башқа шәрқий түркистан тәшкилатлириниң ортақ саһипханлиқида истанбулда  опчә һейтлишиш паъалийити өткүзүлгән.   ‎

авустралийәдә– авустралийә уйғур җәмийитиниң тәшкиллишидә, бәш парламент әзаси,һәр қайси хәлқъара тәшкилатларниң мәсъуллири вә 100 дин артуқ авустралийәдә йашаватқан уйғурларниң қатнишишида, авустралийә пайтәхти седнейда роза һейт вә норуз байримини тәбрикләш паъалийити өткүзүлгән