(рәһимә маһмутниң «уйғур почтси» тәсис қилинғанлиқиға атап әвәткән тәбирик сөзи)
алди билән, мән «уйғур почтиси»ниң йолға қойулуши билән сәмимий тәбриклиримни йоллаймән.
һазир бизниң хәлқимиз үчүн һәқиқәтән муһим бир мәзгилдур. сахта учурлар кәң тарқиливатқан, сүнъий идрак (AI) арқилиқ тарқитилған йалған учурлар һәммә йәрдә мәвҗут болуп турған, шундақла хитай һөкүмитиниң тәшвиқат машиниси уйғур қирғинчилиқини йошуруш үчүн тохтимай тиркишиватқан бир пәйттә, мустәқил бир уйғур авазиниң болуши толиму зөрүрдур.
бизниң тилимиз, кәчүрмишлиримиз вә һәқиқәтлиримиз хитайниң йоқитиш нишаниға айлинип, хәвп иччидә қалди. «уйғур почтиси»дин ибарәт уйғур тилидики бу супа тилимизниң кейинки әвладлар үчүн сақлинип қелишида муһим рол ойнайду.
мән «уйғур почтиси»ниң қурғучилириға вә уни йүргүзиватқан гуруппиға һөрмәт билдүримән. силәрниң садақитиңлар, кәспчанлиқиңларвә батурлиқиңларға апирин ейтимән. силәрниң қәтъий ирадәңлар «уйғур почтиси»ниң ишәнчлик учур мәнбәсигә айлинидиғанлиқидин дерәк берип турупту. мән «уйғур почтиси»ниң йалған учурларға тақабил туруш, реъаллиқимизни хатириләш вә ортақ авазимизни қоғдашта интайин муһим рол ойнайдиғанлиқиға ишинимән.
силәргә утуқ тиләймән. «уйғур почтиси» ниң кейинки нурғун йилларғичә һәққанийәт вә тирилишниң чириғи сүпитидә парлап турушини үмид қилимән.
чуңқур тәбрик вә қоллаш билән
рәһимә мәһмут
(уйғур һоқуқ паъалийәтчиси, «уйғур қирғинчилиқини тохтитиш» тәшкилатиниң иҗраъийә дериктори)